түркийәниң қайта һасил болидиған енергийә ишләпчиқириши рекорт йаратти

маһмут гүрәр тәрипидин тәййарланған «енергийә дунйаси» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, түркийәниң қайта һасил болидиған енергийә ишләпчиқиришиниң рекорт йаратқанлиқи тоғрисида тохтилип өтимиз. қени ундақта диққитиңлар сәһипимиздә болсун!

2138665
түркийәниң қайта һасил болидиған енергийә ишләпчиқириши рекорт йаратти

түркийәниң қайта һасил болидиған енергийә ишләпчиқириши рекорт йаратти

түркийә авази радийоси: қайта һасил болидиған енергийә мәнбәлириниң йәр шари ток ишләпчиқиришдики нисбити 2023-йили тунҗи қетим 30% тин ашти. түркийә електир енергийәсиниң %42 ини бу мәнбәләрдин ишләпчиқириш арқилиқ дунйаниң оттуричә сәвийәсидин ешип кәтти.

хәлқара тәшкилатларниң доклатлириға қариғанда, дунйаниң ток еһтийаҗи 2023-йили рекорт дәриҗидә өрләп, 29.5 терават саәткә йәткән؛ башқичә ейтқанда, гәрчә тәрәққий тапқан дөләтләрдә електир истемали төвәнлигән болсиму, йәр шариниң ток еһтийаҗи бултур %2.2 ашқан.

ток еһтийаҗини қандуруш түридики ишләпчиқириш сүрити әң тез  тәрәққий қилған мәнбә, қайта һасил болидиған енергийә мәнбәси болди. бу җәһәттә қуйаш билән шамал еғир салмақни игилигән болуп, 2023-йили дунйа миқйасидики ток ишләпчиқиришниң %7.8 ини шамал енергийәси, %5.5 ни қуйаш енергийәси игилиди.

өткән йили қуйаш енергийәсиниң ишлитилиш нисбити %23.2 ешип, йиллиқ ток ишләпчиқириш миқдари әң көп мәнбә болди һәмдә қуйаш енергийәси селинмилири уда 19 йилдин буйан дунйа миқйасидики ешиш сүрити әң тез ток мәнбәси болуп қалди...

шамал енергийәсидин ток ишләпчиқриишму 2023- йили 2022-йилиға селиштурғанда, йәр шари миқйасида %9.8 ашти.

килимат өзгириши йәр шариниң ток ишләпчиқиришиға биваситә тәсир көрсәтти. һидро електир байлиқиниң игилигән нисбити алдинқи йилға селиштурғанда %2 төвәнләп, %14.3 чүшүп қалди. шундақ қилип, қайта һасил болидиған енергийәниң йәр шариниң ток ишләпчиқиришидики омумий нисбити тунҗи қетим %30 тин ешип кәтти.

қайта һасил болидиған енергийә мәнбәлириниң ишлитилишиниң рекорт сәвийәсидә өрлишигә әгишип, карбон қойуп бериш миқдаридиму рекорт сәвийәдә төвәнлиди؛ йәр шари ток ишләпчиқиришидики карбон төт оксид зичлиқи көрүнәрлик дәриҗидә азийип, 2007-йилдики әң йуқири көрсәткүчкә селиштурғанда, %12 төвәнлиди.

көмүр вә тәбиий газниң йәр шари ток ишләпчиқириштики нисбити бултур айрим-айрим һалда %35.4 вә %22.5 болди. 2023-йили көмүрдин ток чиқириш нисбити %1.4, тәбиий газдин ток ишләпчиқириш миқдари %0.8 ашти.

2023-йили йадро енергийәсидин електир енергийәси ишләпчиқириш %1.8 ешип, омумий ишләпчиқиришта %9.1 үлүшни игилиди.

түркийәдики қуйаш енергийәси вә шамал енергийәсидин ток ишләпчиқириш нисбити йәршари санлиқ мәлуматлиридинму йуқири болди؛ түркийә електир енергийәсиниң %42 тини қайта һасил болидиған мәнбәләрдин ишләпчиқириш арқилиқ дунйаниң оттуричә сәвийәсидин ешип кәтти. түркийәниң електир енергийәсиниң %6 и қуйаш енергийәсидин, %10 и шамал енергийәсидин кәлгән болуп, су електири йәнила %20 лик әң чоң қайта һасил болидиған ток мәнбәси болуп қалди.

өткән йили, түркийәдики токниң 58 пирсәнти фосел (ташқатма) йеқилғудин ишләпчиқирилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر