түркийәниң енергийәдики йеңи йөнилишлири

төвәндә маһмут гүрәр тәрипидин тәййарланған «енергийә дунйаси» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, енергийәдики йеңи линийәләр тоғрисида тохтилип өтимиз.

2114261
түркийәниң енергийәдики йеңи йөнилишлири

түркийәниң енергийәдики йеңи йөнилишлири

түркийә авази радийоси: түркийә нефит вә тәбиий газ записи мол болған оттура шәрқ вә каспий райони дөләтлири билән бу енергийә көп истемал қилинидиған йавропа дөләтлири арисида интайин муһим орунға игә. йавропа билән асийа оттурисида көврүклүк ролиға игә түркийә, тәбиий газ линийәлири биләнму муһим һесаблиниду... 7 хәлқаралиқ тәбиий газ туруба йоли билән 2 хәлқаралиқ нефит туруба йоли түркийәни бесип өтиду. алдимиздики мәзгииләрдә, һәм бу санниң көпийиши һәмдә мәвҗут линийәләрниң сиғиминиң ашурулуши мөлчәрләнмәктә.

украина-русийә урушидин кейин, йавропаға ақидиған тәбиий газниң көрүнәрлик дәриҗидә төвәнлиши, түркийәниң әһмийитини техиму йуқири көтүрди.

бу түрләрниң ичидики әң муһими, әзәрбәйҗан билән бирликтә елип бериливатқан  тиранс анадолу тәбиий газ туруба линийәси _танап билән русийәдин анадолуғичә созулған мави еқим вә түрк еқимидур.

әмди бу линийәләр һәққидә тәпсилий тохтилип өтәйли.

ғәрб линийәси (русийә - түркийә тәбиий газ туруба йоли) — омумий узунлуқи 845 километир келидиған бу линийә, булғарийә чеграсидики малкочлардин башлинип, әнқәрәгә йетип келиду. бу линийә 1993-йили әң йуқири сиғим болған 6 милйард куб метирға йәтти.

мави еқим (русийә - самсун - әнқәрә тәбиий газ йәткүзүш линийәси) — 2003-йили ишқа кириштүрүлгән мави еқим түриниң түркийә земинлиридики қисми самсундин башлинип, амасйа, чорум вә қириққаләни бесип өтүп әнқәрәгә йетип келиду.

мави еқим тәбиий газ туруба йоли билән түркийәгә һәр йили 16 милйард куб метир тәбиий газ кириду.

түрк еқим тәбиий газ туруба линийәси 2020-йили 1-айниң 8-күни ишқа кириштүрүлди ... түрк еқимниң икки туруба йоли бар болуп, һәр бири 15 милйард 750 милйон куб метирдин җәмий 31 милйард 50 милйон куб метир газ чиқириш сиғимчанлиқиға игә. һәр бири 15 милйард 750 милйон куб метир болған икки линийәниң бири түркийәни, йәнә бири йавропани тәбиий газ билән тәминләйду.

танап әзәрбәйҗан - түркийә (ша деңиз) тәбиий газ туруба линийәси, әзәрбәйҗанниң шаһ деңиз-1 тәбиий газлиқида ишләпчиқирилидиған тәбиий газни гирузийә арқилиқ түркийәгә йәткүзүш мәқситидә йасалған болуп, 2007-йили ишқа кириштүрүлгән.

танапниң гирузийә-түркийә чеграсидин өтүп, әскишәһирдики чиқиш нуқтисиғичә болған қисми 2018-йили 30-ийун ишқа кириштүрүлгән болса, әскишәһирдин түркийә-гиретсийә чеграсиғичә болған қисми 2019-йили өктәбирниң ахирида ишқа кириштүрүлгән. йавропадики әслиһәләрниң ишқа кириштүрүлүшигә әгишип, 2020-йили 31-декабирдин башлап тап туруба йоли  арқилиқ йавропаға сода гази еқиши башланған؛ бу линийә арқилиқ һәр йили тәхминән 6 милйард куб метир тәбиий газ түркийәгә, 12 милйард куб метир йавропаға тошулмақта. линийәниң тошуш иқтидарини тәдриҗий һалда 24 милйард куб метирға, андин 31 милйард куб метирға йәткүзүш пиланланмақта.

иран-түркийә тәбиий газ турубиси (шәрқий анадолу тәбиий газ асаслиқ йәткүзүш линийәси) тәбиий газни шәрқтики, болупму ирандики мәнбәләрдин чиқирилған тәбиий газни тошушни мәқсәт қилиду. 2001-йилиниң ахирида ишқа кириштүрүлгән шәрқий анадолу тәбиий газ асаслиқ йәткүзүш линийәсиниң узунлуқи тәхминән 1491 километир болуп, йиллиқ сиғими 10 милйард куб метир. лекин, теһран мәнбәлик мәсилиләр сәвәбидин, һәр даим бу иқтидардин толуқ пайдиланғили болмайду.

түркийә алдимиздики мәзгилдә тәбиий газ линийәлириниң сиғимини һәмдә тәбиий газ вә нефит базиридики нопузини ашурушни көзлимәктә. шуңлашқа, тракйада бир тәбиий газ мәркизи қуруш пиланланмақта. русийә билән бирликтә йолға қойулидиған бу түрдин башқа, боташ тәрипидин түркийәгә түрлүк линийәләр арқилиқ елип келингән тәбиий газниң сетилишини мәзмун қилған қанун-низамларни чиқиришму тамамланди.

бу сәвәбтин, әнқәрә җәнубтики қошнилириға, болупму оттура асийаға йүзләнди. түркмәнистан билән түркийә түркмәнистан тәбиий газини танап вә тап туруба линийәлиридин пайдилинип түркийә арқилиқ йавропа базириға селишқа мунасивәтлик тунҗи һөҗҗәтни имзалиди . буниңдин башқа, оттура асийадики түрк дөләтлири биләнму йеңи енергийә келишимлирини имзалаш алдида турмақта.

түрк кеңишигә әза дөләтләрниң һидро карбон йошурун күчи интайин йуқири…؛ түркмәнистан йәр асти байлиқи интайин мол дөләт. мөлчәрлинишичә, түркмәнистан тәбиий газ записи әң көп 4-дөләт болуп, записиниң миқдари тәхминән 15 тирилйон куб метирға йетиду. бу дөләт һәр йили 100 милйард куб метирға йеқин тәбиий газ ишләпчиқириду. тәбиий газни експорт қилидиған чоң тәбиий газ туруба ториға игә түркмәнистан, 2009-йили ишқа кириштүрүлгән түркмәнистан-өзбекистан-қазақистан-хитай туруба йоли арқилиқ һәр йили тәхминән 40 милйард куб метир тәбиий газ сатидиған болуп, нөвәттә хитайниң әң чоң тәбиий газ билән тәминлигүчиси һесаблиниду.

өзбекистан нефит вә тәбиий газ записи дөләт земининиң %60 игә тарқалған болуп, охшимиған бәш райондики 78 қудуқтин чиқирилған нефит вә тәбиий газниң дөләт иқтисадида зор үлүши бар. 92 қудуқта бурғилаш паалийити елип бериливатқан өзбекистанда, омумий нефит записи 5 милйард 300 миң тонна, тәбиий газ записи 5 тирилйон 95 милйард куб метир әтрапида.

қазақистанниң нефит записи 5 милйард тоннидин ешип кәтти. бу запасларниң 75 пирсәнтиниң кашаган, карачаган вә тәнгиз нефитликилиридә икәнлики؛ қазақистанниң омумий тәбиий газ записиниң 3 тирилйон куб метирға йетидиғанлиқи оттуриға қойулмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر