ататүрк һәққидә йезилған китаблар

биливелиң (10)

1903178
ататүрк һәққидә йезилған китаблар

ататүрк һәққидә йезилған китаблар

ататүрк һәққидә һазирғичә миңлиған китабларниң йезилғанлиқини биләмсиз?

мустапа камал ататүрк түркийәдила әмәс, дунйадиму муһим тәсир қалдурған мәшһур рәһбәрдур. нурғун дөләтләр уни өзлиригә үлгә қилди, нурғун тәтқиқатчилар вә йазғучилар униң һайатини тәтқиқ қилип китабларни йазди. түркийәниң миллий мустәқиллиқ уруши вә ататүрк һәққидә дунйаниң һәрқайси җайлирида йүзлигән китаблар вә миңлиған мақалиләр елан қилинди.

дунйа тарихида чоңқур изларни қалдурған вә өзгичә заманиви тәпәккур системисиниң үлгиси болған ататүрк һәққидә инглиз, фирансуз вә немис тиллирини өз ичигә алған көплигән тилларда йезилған китабларни тапқили болиду. әнгилийә йазғучиси лорд кинросниң бәш йиллиқ тәтқиқат нәтиҗисидә йезип чиққан  «ататүрк: бир милләтниң қайта туғулуши» намлиқ әсири, ашу китаблар ичидә әң даңлиқи һесаблиниду. бу китабта, түрк миллитиниң мустапа камал ататүрк қурған түркийә җумһурийитидә қайта туғулуши вә ататүркниң өзгичә миҗәз – хулқи әкс әттүрүлиду.

ататүрк һәққидә йезилған әң кәң даирилик әсәр болса, әнглийәлик тәтқиқатчи вә йазғучи андрев манго йазған: «ататүрк: заманиви түркийәниң туғулуши» намлиқ китабтур. нурғун тарихий вәқәләр ихчам вә чүшинишлик тилда байан қилинған бу китабта, ататүркниң пәқәт рәһбәрлик алаһидиликлирила әмәс, бәлки униң әтрапидикиләр вә кишилик мунасивәтлириму тәпсилий тонуштурулған. 1963-йили тунҗи қетим нәшр қилинған вә хәлқара саһәдә тарихчиларниң қизғин алқишиға еришкән бу китаб һазирму әң көп сетиливатқан ататүрк тәрҗимиһаллиридин бири һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر