истанбул айаллар музейи

биливелиң - 30

1803148
истанбул айаллар музейи

түркийә бойичә тунҗи, дунйа бойичә үчинчи шәһәрлик айаллар музейиниң истанбул айаллар музейи икәнликини биләмсиз?

2012-йили 25 сентәбир күни интернет муһити астида ечилған истанбул айаллар музейи, түркийәниң биринчи, дунйадики үчинчи шәһәрлик айаллар музейи болуш сүпити билән, дунйа өлчәмлиригә тошидиған заманиви муәссәсә һесаблиниду.

һазирчә пәқәт интернет арқилиқла зийарәт қилғили болидиған истанбул айаллар музей؛ тунҗи айал хәттат, тунҗи айаллар журнили нәшир қилғучиси вә тунҗи айаллар килассик ғәрб музика йетәкчилири қатарлиқ унтулуп йаки нәзәрдин сақит қилинип кәткән, өтмүштики вә һазирқи шәхсләрни тонуштуриду. музейниң даимий көргәзмиси, миладидин бурунқи 660 йили «бизантийон» нами билән башланған истанбулниң мәдәнийәт - сәнәт һайатида өзидин кейинки айаллар үчүн «башламчилиқ» ролини ойниған, йаки ойнаватқан айалларниң тәрҗимиһаллириға орун бериду. музей йәнә, учур билән тәминләш вә дийалог мәқситидә мәдәнийәт паалийәтлири вә иҗтимаий мәсулийәтчанлиқ лайиһәлирини тәййарлайду.

түркийәдин вә дунйаниң һәрқайси җайлиридин кәлгән сайаһәтчиләр, халиған вақитта, йалғуз йаки достлири билән бирликтә, музей ишқа ашуруватқан төт хил тилдин халиғинини таллаш арқилиқ истанбул айаллар музейини зийарәт қилалайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر