аллаһниң ибадитигә чидамлиқ болғин

бизниң алдимиздики, арқимиздики вә алди ـ кәйнимиз арисидики ишларниң һәммиси аллаһниң илкидидур.

1762617
аллаһниң ибадитигә чидамлиқ болғин

түркийә авази радийоси: мәрйәм сүриси, 64 - 75 айәтләр. биз (дунйаға) пәрвәрдигариңниң әмри билән чүшимиз, бизниң алдимиздики, арқимиздики вә алди ـ кәйнимиз арисидики ишларниң һәммиси аллаһниң илкидидур, пәрвәрдигариң (бәндилириниң әмәллиридин һеч нәрсини) унтумайду[64]. у асманларниң, земин вә уларниң арисидики шәйиләрниң пәрвәрдигаридур, униңға ибадәт қилғин, аллаһниң ибадитигә чидамлиқ болғин, сән униң шерики барлиқини биләмсән?[65]. инсан (йәни өлгәндин кейин тирилишигә етиқад қилмайдиған капир): «мән өлгәндин кейин чоқум тириләмдим?» дәйду[66]. инсан биз уни илгири йоқтин бар қилғанлиқимизни әслимәмду?[67]. пәрвәрдигариң билән қәсәмки, уларни әлвәттә (уларни аздурған) шәйтанлар билән қошуп йиғимиз, андин уларни җәһәннәмниң чөрисидә тизландуруп олтурғузған һалда әлвәттә һазир қилимиз[68]. андин һәрбир гуруһниң ичидин мәрһәмәтлик аллаһқа әң асий болғанлирини тартип чиқиримиз[69]. андин биз дозах азабиға әң лайиқ болғанларни әлвәттә обдан билимиз[70]. силәрниң ичиңлардин дозахқа бармайдиған бирәр кишиму қалмайду, бу пәрвәрдигариңниң өзгәрмәс һөкмидур[71]. андин тәқвадарларни (җәһәннәмдин) қутқузимиз, залимларни җәһәннәмдә тизлинип олтурған һалда қойимиз[72]. уларға бизниң рошән айәтлиримиз тилавәт қилинған чағда, капирлар мөминләргә: «икки гуруһтин қайсисиниң орни йахши, соруни гүзәл?» деди[73]. улардин бурун (бизниң айәтлиримизни инкар қилған) нурғун үммәтләрни һалак қилдуқ, булар мәйли мал ـ мүлүк җәһәттин болсун, мәйли ташқи көрүнүш җәһәттин болсун, улардин артуқ иди[74]. (и муһәммәд!) ейтқинки, «кимки гумраһлиқта болидикән, мәрһәмәтлик аллаһ униңға мөһләт бериду, таки улар азаб вә қийамәттин ибарәт аллаһ уларға вәдә қилған нәрсиләрни көргәндә андин кимниң орни йаман вә кимниң ләшкири аҗиз икәнликини билиду»[75].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر