әрменийәниң қошна дөләтләр билән болған мунасивәтлири

йавроасийаға нәзәр - 87

1697812
әрменийәниң қошна дөләтләр билән болған мунасивәтлири

әрменийәниң қошнилири билән болған мунасивәтлири

 абдрәсул исһақов

2021-йили, 8-айниң 18-күни, әрменийә баш министири никол пашинйан, һөкүмитиниң 5 йиллиқ пиланини елан қилиш билән бир вақитта, дипломатийә сийаситидә қошнилири билән қойуқ һәмкарлиқни тәрәққий қилдуридиғанлиқлирини билдүрди. кейин у бир телевизийә қанилида бәргән байанатида, алдинқи шәртсиз түркийә җумһурийити билән болған мунасивәтләрни нормаллаштурушқа тәййар икәнликини байан қилди. никол пашинйанниң қаришичә, әрменийә билән түркийә оттурисида дипломатик мунасивәтләрниң болмаслиқи, чегра еғизлириниң тақақ болуши, районниң муқимлиқи вә тинчлиқиға сәлбий тәсир көрсәтмәктә икән.

баш министир пашинйанниң бундақ байанат елан  қилиши тасадипий оттуриға чиқип қалған иш әмәс. һәммәйләнгә айан болғинидәк, никол пашинйан ғәрб билән йеқинлишиш вәдиси билән һакимийәт бешиға чиққаниди. ғәрб билән йеқинлишиш болса гирузийә вә түркийә билән болған мунасивәтләрни тәрәққий қилдурушни тәқәзза қилиду. пашинйан рәһбәрликидики һәқ тәләп келишими партийәси, қошнилири билән йахши мунасивәт орнитишни халайдиғанлиқини алдин оттуриға қойувататти. омумий сайлам басқучида, никол пашинйанниң хизмәт гурупписи түркийә билән болған мунасивәтләрни көздин кәчүридиғанлиқлирини очуқ – ашкара һалда билдүргәниди.

2021-йили, 6-айниң 20-күни өткүзүлгән омумий сайламда ғәлбә қилған һакимийәт бешидики һәқ тәләп келишими партийәсиниң һөкүмәт тәшкиллиши үчүн иттипақлиқ орнитишқа еһтийаҗи чүшмәслики, никол пашинйанға қошна дөләтләр билән болған мунасивәтләрни нормаллаштуруш пурсити йаритип бәрмәктә. әрменийә хәлқи, қарабағда мәғлуп болған болушиға қаримай, пашинйанни һакимийәт бешиға чиқириш арқилиқ, униң қошнилар билән болған мунасивәтләрни әслигә кәлтүридиғанлиқи тоғрисидики вәдисини қоллиғанлиқини намайән қилди, дәп етишқа болиду.

2021-йили, 8-айниң 2-күни, никол пашинйан қайтидин баш министир болуп сайланди. кейинки күнләрдә, йеңи ички кабинет әзалири ениқ болди, ташқи ишлар министири әң ахири бекитилгән шәхс болди. баш министир никол пашинйанға йеқинлиқи билән тонулған арарат мирзойан ташқи ишлар министири қилип тәйинләнгәндин кейин, бәзиләр уни «у теги дипломат шәхс әмәс» дәп тәнқид қилди. баш министир пашинйан ташқи сийасәттә бөсүш характерлик қәдәмләрни ташлаш үчүн, сәпдиши арарат мирзойанни бу вәзипигә тәйинлигән болуши мумкин. дипломатийә министири арарат мирзойан түркийәни йахши билидиған вә ғәрбни қоллайдиған киши дәп билиниду.

44 күнлүк қарабағ урушидин кейин, русийә, әзәрбәйҗан вә әрменийә қурған үч тәрәп комитети, бир нәччә айлиқ мурәссәләшмәслик басқучидин кейин қайтидин паалийәтлирини башлиди. бу әһвал, пашинйан һөкүмитиниң қошнилири билән болған мунасивәтлирини, болупму түркийә билән болған мунасивәтлирини нормаллаштурушқа иҗабий қарашта икәнликини көрситип бериду. бу үч тәрәп комитети, нурғун мәсилиләр һәққидә сөһбәт елип бармақта. шуни тәкитләш һаҗәтки, зенгеззур каридори лайиһәси, бу мәсилиләрниң әң муһимлиридин бири һесаблиниду.

әрменийә сийаситидә күчидин айрилип қалған қарабағ җәмәти, пүтүн күчи билән бу басқучни қалаймиқан қиливетишкә уруниду. әмма биз әрменийәниң ички сийаситидә әқил - парасәтниң ғәлибә қилидиғанлиқиға ишинимиз.

түркийә билән әзәрбәйҗан ортақ тәклип сунған «районлуқ 6 тәрәплик мунбәр» шәкилләндүрүш пилани мунасивәтлик барлиқ тәрәпләргә пайдилиқтур. әрменийәниң тәрәққий қилиши қошнилири билән болған мунасивәтлирини йахшилашқа бағлиқтур. түркийәниң русийә федератсийәси билән болған мәвҗут мунасивәтлири, җәнубий кавказ районидики һәмкарлиқниң тәрәққийатиға уйғун земин һазирлап бәрмәктә. бу хил сәвәбләр пашинйан һөкүмитини ташқи сийасәттә әстайидил тәдбир қоллинишқа илһамландурған болуши мумкин.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر