дөләт мудапиә министири хулуси ақарниң қирғизистан ва таҗикистан зийарити

йавроасийаға нәзәр - 81

1675729
дөләт мудапиә министири хулуси ақарниң қирғизистан ва таҗикистан зийарити

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақарниң оттура асийа җумһурийәтлиригә қилған зийарити

 абдрәсул исһақов

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар, 2021-йили, 28-ийундин 2-ийулғичә қирғизистан вә таҗикистанда рәсмий зийарәттә болди. дөләт мудапиә министири ақар, 28-ийун қирғизистанға йетип барди. хулуси ақар қирғизистанда мәнсәпдиши таалайбек омуралйев тәрипидин һәрбий мурасим арқилиқ қарши елинди. икки министир алди билән айрим көрүшти, андин һәйәтләр ара учришишлар елип берилди. дөләт мудапиә министири ақар, қирғизистан пирезиденти садир җаппаров тәрипидин қобул қилинди. учришишта, икки тәрәп мунасивәтлиригә алақидар вә  районлуқ мәсилиләр музакирә қилинди. әскәртип өтүшкә тегишлики шуки, икки дөләт оттурисидики дөләт мудапиәси саһәсидики мунасивәтләр 1990-йилларниң башлиридин етибарән изчил давамлашмақта. дөләт мудапиә министири ақар, йәнә бишкәктики атабейт абидәси вә чиңгиз айтматов өй музейиниму зийарәт қилди. у музейдики хатирә дәпритини имзалиди.

6-айниң 30-күни, дөләт мудапиә министири ақар таҗикистанға өтти. ақар дүшәнбәдә мәнсәпдиши ширәли мирзо тәрипидин рәсмий мурасим арқилиқ қарши елинди. андин кки тәрәплик вә һәйәтләр ара учришишлар елип берилди. зийаритиниң ахирида дөләт мудапиә министири ақар таҗикистан пирезиденти имамәли рахман тәрипидин қобул қилинди.

дөләт мудапиә министири ақар, зийаритини ахирлаштуруп түркийәгә қайтишида ахбарат васитилириға елан қилған байанатида, қирғизистан вә таҗикистанлиқ кәсипдашлирини түркийәдә чақирилидиған дөләт мудапиә санаити сода – иқтисад мунбири йиғиниға тәклип қилғанлиқини вә уларниң бу тәклипни қобул қилидиғанлиқини билдүргәнликини қәйт қилди. қирғизистан вә таҗикистан армийәлири түркийә ишләпчиқириватқан мудапиә санаити мәһсулатлириға қизиқмақта. болупму түркийә ишләпчиқириватқан зенит топлар, учқучисиз һава аппаратлири вә қораллиқ учқучисиз һава аппаратлириға  оттура асийа җумһурийәтлири моһтаҗтур.

буниңдин башқа йәнә, ақар, тәлим - тәрбийә, тәҗрибә алмаштуруш вә бирләшмә һәрбий маневир өткүзүш мәсилилиридә бирдәклик һасил қилинғанлиқини җакарлиди. һәрбий тәлим - тәрбийә, учур вә ахбарат алмаштуруш, мудапиә санаитидики һәмкарлиқни күчәйтиш, йеңи әвлад қорал – йарағлар билән тәминләш вә тор бихәтәрлики қатарлиқ саһәләрдики һәмкарлиқ наһайити зор әһмийәткә игә. шу вәҗидин, бу саһәдә қойуқ һәмкарлиқниң давамлаштурулуши барлиқ тәрәпләргә пайдилиқтур.

түркийәниң оттура асийа җумһурийәтлири билән болған һәрбий-техника мунасивәтлириму йахши сәвийәдә давамлашмақта. дәрвәқә, бу мунасивәтләрни истиратегийәлик сәвийәгә йәткүзүшниңму дәл пәйти йетип кәлди, әлвәттә.

афғанистанниң оттура асийа җумһурийәтлири билән болған чеграсида йүз бәргән йеқинқи вәқәләр, афғанистанниң бихәтәрлик вәзийитиниң йахши әмәсликини көрситип бәрмәктә. афғанистанниң вәзийити муқим болмиса, оттура асийаниң тәрәққий қилиши мумкин әмәс. түркийә оттура асийа җумһурийәтлириниң районлуқ бихәтәрликигә капаләтлик қилиштики әң чоң районсиз һәмраһи болалайду. түркийәниң афғанистанниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиштики мәвҗут вәзиписини сақлап қелиш нийити оттура асийа җумһурийәтлири үчүнму интайин муһим.

дөләт мудапиә министири ақар, алдинқи йили қазақистан вә өзбекистанда зийарәттә болғаниди. йеқинқи зийарәтләр, түркийәниң оттура асийа дөләтлири билән болған мудапиә һәмкарлиқидики мунасивәтлирини йеңи бир сәвийәгә йәткүзүш арзусиниң рошән ипадисидур. әнқәрәниң оттура асийадики нопузиниң күчәйтилиши, иттипақдашлири билән болған һәмкарлиқиниң мустәһкәмлиниши вә қериндашлиқ қолиниң узартилиши җәһәттин  толиму әһмийәтликтур. түрк кеңиши қармиқида дөләт мудапиәси мәслиһәтчиләр комитетиниң қурулуши пайдилиқ болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر