ағри теғи вә нуһниң кемиси һәққидә немиләрни билисиз?

дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «ағри (арарат) теғи» тоғрисидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1637908
ағри теғи вә нуһниң кемиси һәққидә немиләрни билисиз?
Nuh'un Gemisi.jpg
Ağrı Dağı.jpg

түркийә авази радийоси: түркийәниң әң чоң теғи болған ағри теғиниң диний ривайәтләр макани икәнликини аңлиғанмидиңиз?

егизлики 5237 метир келидиған ағри (арарат) теғи түркийәдики әң чоң тағ болуп, нуһ тупанидин кейин нуһ әләйһиссаламниң кемисигә саһибханлиқ қилған болғачқа, әпсаниви алаһидиликкә игә тағ һесаблиниду. муқәддәс китаблардиму тилға елинған ағри теғиниң охшимиған тилларда нурғун исимлири бар. ассур тилидики «тағлиқ район, егиз мәмликәт» дегән мәнини билдүридиған, әсли «уруатри» болған «урарту» сөзи ибраний тилидики муқәддәс китабтики хата тәләппуз сәвәбидин «арарат» дәп атилип қалған. бүгүнки күндә нурғун мәдәнийәтләр ағри теғини ассур тилидин кәлгән бу исим билән атимақта.

нуһ кемисиниң ағри теғида икәнлики етиқади, нурғун кишиләрни бу тағқа йамишишқа үндиди. тарихий мәнбәләргә асасланғанда, марко поло қәтий чиққили болмайду, дегән бу тағқа 1829 – йили пирофессор фредрек вон парат чиққан. иккинчи қетимлиқ йамишиш аридин наһайити узун вақит өткәндин кейин, йәни 1970-йили 2-айниң 21-күни түркийә тағқа йамишиш федератсийәсиниң сабиқ башлиқлиридин доктор бозқурт әргөр тәрипидин ишқа ашурулди. ағри теғини һәр йили дунйаниң һәр қайси җайлиридин кәлгән миңлиған тағқа йамашқучи зийарәт қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر