алтун сафран кино – филим фестивали (байрими)

дидәм өзташбаши тәрипидин тәййарланған «биливелиң» намлиқ пирограммимизниң бүгүнки санида «алтун сафран кино – филим фестивали (байрими)» тоғрисидики учурларни силәр билән ортақлишимиз.

1507443
алтун сафран кино – филим фестивали (байрими)

б д т маарип, пән, мәдәнийәт тәшкилати – йунескониң дунйа мәдәнийәт мираслири тизимликидин орун алған сафранболуда бир хәлқаралиқ филим фестивалиниң өткүзүлгәнликини аңлиғанмидиңиз?

османли бинакарлиқ сәнитини пүтүн йарқинлиқи билән бирликтә бүгүнки күнгичә елип кәлгән тарихий шәһәр – сафранболу, 1994 - йили 12 - айниң 17 -  күни йунеско тәрипидин «дунйа мәдәнийәт мираслири тизимлики» гә киргүзүлүп , инсанийәтниң ортақ мирасиға айланди. бу мәдәнийәт мираслирини әң йахши шәкилдә тонуштуруш вә қоғдашқа капаләтлик қилиш үчүн нурғун хизмәтләр ишләнмәктә. уларниң бири 2000 - йили башланған алтун сафран һөҗҗәтлик филим фестивалидур.

бу фестивал 2004 - йили хәлқаралиқ өлчәмгә өтүп, пүтүн дунйаға ечиветилгән бир паалийәткә айланди. хәлқара алтун сафран һөҗҗәтлик филим фестивали «мәдәнийәт мираслири вә қоғдиниш» темиси даирисидә тарихи , мәдәнийәт вә тәбиий муһитни кәлгүсигә йөткәшни мәқсәт қилиду. фестивал мәзгилидә , һөҗҗәтлик филимләрнила әмәс , бәлки сафранболуниң тарихий өйлирини , қәһвә мулазимити , хенә кечиси , той , тамақ , йәрлик кийим - кечәк вә әсирләрдин буйан давамлишип кәлгән мәдәнийәт қиммәт қарашлириниму көрүвалғили болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر