әрдоғанниң украина зийарити

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң украина зийарити вә түркийә - украина мунасивәтлири.

1358585
әрдоғанниң украина зийарити

әрдоғанниң украина зийарити

түркийә авази радийоси: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 2020 – йили 3 феврал күни украинада дөләт ишлири зийаритидә болди. шуни алаһидә тәкитләш һаҗәтки, түркийә билән украина 1992 – йили 3 – феврал күни дипломатик мунасивәт орнатқаниди. әрдоған кийевда рәсмий мурасим арқилиқ қизғин қарши елинди. түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән украина пирезиденти владимир зелениски айрим көрүшти. арқидин 8 – нөвәтлик «түркийә – украина истиратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши йиғини чақирилди. бу даиридә, тәрәпләр оттурисида 7  түрлүк келишим имзаланди. буниңдин башқа йәнә, әрдоғанниң иштирак қилшида «түркийә – украина сода – иқтисад мунбири» йиғини чақирилди.

һәр икки тәрәп мунасивәтләрни «истиратегийәлик» дәп атайду. һәқиқәтәнму йеқиндин буйан икки дөләт мунасивәтлириниң түрлүк саһәләрдә тәрәққий қилғанлиқини ейтиш мумкин. бихәтәрлик саһәсидики һәмкарлиқ түркийә – украина мунасивәтлириниң йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүлүшидә муһим рол ойнимақта. украинаниң әнқәрә баш әлчиси андрей сибига, түркийәниң украина армийәсиниң еһтийаҗлири, болупму қорал - йарағ селивелиши үчүн 200 милйон түркийә лираси йардәм беридиғанлиқини тәкитлиди. түркийә украинаниң « Antonov-178 » типлиқ айропиланиға интайин көңүл бөлиду. түркийә дөләт мудапиә министири терроризмға қарши  күрәшниму өз ичигә алған бихәтәрлик саһәсидики һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш мәсилиси тоғрулуқ музакирә елип бериш үчүн март ейида украинада дөләт ишлири зийаритидә болиду. бихәтәрлик саһәсидә һәмкарлиқниң йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүлүши һәр икки дөләт үчүн интайин пайдилиқтур.

һәр икки дөләт тәрипидин иҗра қилиниватқан кимлик биләнла сайаһәт қилиш түзүмиму мевә беришкә башлиди. алдинқи йили украинадин түркийәгә 1.5 милйон сайаһәтчи кәлди. техи бәш йил бурунла бу рәқәм 700 миң әтрапида иди.

сәһийә саһәсидиму түркийә украиналиқларға нисбәтән әң җәзбидарлиқ дөләткә айланди. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң зийарити әсанида имзаланған «шопурлуқ кенишкилирини өзара қобул қилиш келишими» му, йәккә вә аилиси билән сайаһәт қилидиғанлар үчүн қолайлиқ йаритип бериду, йәни һәр икки дөләтниң сайаһәт ишлириниң тәрәққий қилишиға төһпә қошиду. шуниң билән бир вақитта, сайаһәт саһәсидә һәмкарлиқ пурсәтлириниң наһайити көплүкиниму илавә қилишқа тоғра келиду.

кийевдики сода – иқтисад мунбири йиғинда әркин сода келишиминиң бу йил имзалиниш еһтималлиқиниң барлиқи билдүрүлди. әркин сода келишими ишқа кириштүрүлгән тәқдирдә, икки дөләт мунасивәтлириниң йәниму мустәһкәмлинидиғанлиқини, 10 милйард долларлиқ сода омумий соммиси нишаниғиму қолай йетиш имканийитиниң барлиқини ейтиш мумкин. нөвәттә икки дөләт оттурисидики сода омумий соммиси 4 милйард әтрапида болуп, баһарда чақирилиши пиланлиниватқан «түркийә  -м украина сода – иқтисадий һәмкарлиқ комитети» йиғинида бу һәқтә илгириләш һасил қилиналиши мумкин.

кийевда украинаниң транс анадолу тәбиий газ туруба линийәси лайиһәси арқилиқ һазарниң тәбиий газидин бәһримән болуш мәсилисиму күнтәртипкә кәлди. дәрвәқә, бу һәммигә пайдилиқтур. илгири түркийә русийәниң тәбиий газини украина арқилиқ алатти, әмдиликтә болса украина һазарниң тәбиий газини түркийә арқилиқ алиду.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған украинада қирим татарлири, гагавузлар вә аһискар түрклири билән айрим – айрим көрүшти. украинадики түркий хәлқләрниң вәкиллири түркийәниң украина билән болған мунасивәтлириниң тәрәққийатиниң капалити һесаблиниду. түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идарисиниң уларға қарита елип бериватқан паалийәтлири икки тәрәп мунасивәтлириниң йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүлүшидә түрткилик рол ойнайду.

әрдоғанниң кийевда түркийәниң украинаниң земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилидиғанлиқини тәкитлиши вә рәсмий қарши елиш әснасида ишләткән «слава украине (йашисун украина)» ипадиси русийәни тизгинләш җәһәттин наһайити зор әһмийәткә игә.

түркийәниң украина билән бирликтә қирим татарлири үчүн туралғу бәрпа қилидиғанлиқини җакарлиши,  украина ортодокс черкавиниң москвадин мустәқил болушида ойниған роли, әнқәрәниң тәңпуң сийаситини йолға қойуватқанлиқиниң әң рошән намайәндиси, әлвәттә. түркийә русийәдики тутқун украина пуқралириниң қойуп берилиши үчүн хизмәт ишлиди.

йиғип ейтқанда, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң украина зийарити мувәппәқийәтлик өтти. украина билән һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш, түркийәниң қарадеңизда вә омумән шималда муһим актийор болалиши җәһәттин пайдилиқтур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر