никаһ - бир әһдинамә, шәртнамә вә тохтамдур

«җүмә хутбилири» намлиқ сәһипимизниң бүгүнки санида, түркийә миқйасидики һәр қайси җамәләрдә бир туташ оқулидиған бүгүнки «никаһ - бир әһдинамә, шәртнамә вә тохтамдур» мавзулуқ хутбини диққитиңларға сунимиз...

664999
никаһ  - бир әһдинамә, шәртнамә вә тохтамдур

қал аллه тعали: «йَа أَйُّهَа алнَّасُ атَّқُоа рَбَّкُмُ алَّذِй хَлَқَкُм мِّн нَّфْсٍ оَаحِдَةٍ оَхَлَқَ мِнْهَа зَоْҗَهَа оَбَثَّ мِнْهُмَа рِҗَалًа кَثِйрًа оَнِсَаءً ۚ оَатَّқُоа аллَّهَ алَّذِй тَсَаءَлُонَ бِهِ оَалْأَрْحَамَ ۚ إِнَّ аллَّهَ кَанَ عَлَйْкُмْ рَқِйбًа»

оқал рсол аллه صли аллه عлйه ослм: «أَкْмَлُ алْмُؤْмِнِйнَ إِймَанًа أَحْсَнُهُмْ хُлُқًа оَхِйَарُкُмْ хِйَарُкُмْ лِнِсَаِهِмْ хُлُқًа»

езиз мөминләр! улуғ рәббимиз йуқиридики айәти кәримәсидә: « и инсанлар! силәрни бир инсандин (йәни адәм әләйһиссаламдин) йаратқан, шу инсандин (йәни өз җинсидин) униң җүптини (йәни һәввани) йаратқан вә улардин (йәни адәм билән һәввадин) нурғун әр ـ айалларни йаратқан пәрвәрдигариңлардин қорқуңлар, бир ـ бириңлардин нәрсә сориғанда нами билән сорайдиған аллаһтин қорқуңлар, силәр ـ рәһимни үзүп қойуштин сақлиниңлар. аллаһ һәқиқәтән силәрни (йәни пүтүн әһвалиңларни) көзитип турғучидур.» (ниса сүриси, 1- айәт) десә, пәйғәмбәр әләйһиссалам йуқирида оқуп өтүлгән һәдиси шәрипидә «мөминләрниң иман җәһәттики әң такамуллашқини әхлақи әң йахши болғинидур. силәрниң әң йахшилириңлар, айалиға әң йахши муамилә қилғиниңлардур» (тирмизи, рәда – 11) дәйду.

қериндашлирим! улуғ рәббимиз, ниса сүрисидә  «оَأَхَذْнَ мِнкُм мِّйثَақًа ғَлِйظًа» дәйду. йәни, аллаһ таала, әр – хотунлар турмуш қурған чағдики никаһ әқдидә – тохтамида бир – бирлиригә бәргән вәдисини <мисақ> дәп атиди. мисақ шунчилик муһим, мәсулийити шунчилик еғир бир уқумдурки, рәббимиз өзигә бәргән қуллуқ вәдимизниму <мисақ> дәп атиғандур. пәйғәмбәрләрниң кишиләрни һидайәткә чақириш вә уларға рәһбәрлик қилиш тоғрисида униңға бәргән вәдисиму <мисақ> дәп атиди.

езиз қериндашлирим! никаһ, пәқәт икки тәнни бир йәргә җәм қилидиған шәклий әнәнә әмәс. никаһ, әр – хотунларниң улуғ рәббимизниң намини гуваһ қилип туруп, бир өмүрни ортақлишиш бойичә бир – бирлиригә бәргән вәдисидур. никаһ, һәм бир тохтам, һәм бир шәртнамә, һәм бир мисақ (әһдинамә) тур. никаһ тохтам болуш нуқтисидин елип ейтқанда, бизгә әхлақий мәсулийәт йүкләйду. шәртнамә йаки келишим болуш нуқтисидин бизни қануний җавабкарлиқ астида тутуп туриду. әһдинамә болуш нуқтисидин болса, әр – хотунларниң пәқәт бир – биригила әмәс, охшашла җанаби аллаһқа вәдә бәргәнликини, мәсулийәтчанлиқи барлиқини әслитип туриду.

қериндашлирим! никаһтики әһдинамә үстигә қурулған аилиниң ул – асаси садақәтни чиқиш қилиду. аилә болуш, йахши – йаман күнләрдә, қол илкидә бар вә йоқ чағларда бир – бирлиригә садиқ болушлирини, бир – бирлириниң һәқ – һоқуқлирини қоғдишини тәқәзза қилиду. аилиниң негизидә аманәт еңиға игә болуш йатиду. чүнки, әр – хотунлар бир – биригә аллаһниң аманитидур. улар, никаһ арқилиқ бир – бирлиригә вәдә бәргинидә, әслидә аманәтлирини муһапизәт қилидиғанлиқи тоғрисида аллаһқа вәдә бәргән болиду؛ өзигә охшаш һөрмәткә сазавәр бир мәвҗутлуқ болған җүптиниң дилини чәгмәйдиғанлиқини, ғуруриға тәгмәйдиғанлиқини, аллаһниң аманитигә қәтий хийанәт қилмайдиғанлиқини ипадилигән болиду.

«оَҗَعَлَ бَйْнَкُмْ мَоَдَّةً оَрَحْмَةً» дегән айәти кәримәдә көрситилгинидәк, аилиниң негизидә меһри – муһәббәт – мәрһәмәт йатиду. дәрвәқә, бу хил гүзәлликләр билән безәлгән бир аилә, аллаһниң рәһмити астида болиду, у аилә өз мәнсуплири үчүн гойа бир җәннәткә айлиниду.

қериндашлирим! әпсусланған һалда шуни ейтишқа тоғра келидуки, садақәт вә меһри – муһәббәт арқилиқ җәннәткә айландурулуши керәк болған нурғунлиған аилиләр, мәсулийәтсизлик, аңсизлиқ билән бир азаб дийариға айландурулмақта. бәзи әр - хотунлар, вабали наһайити еғир болидиған әһдилиригә вапа қилиш пәзилитини вақитниң өтүшигә әгишип йоқитип қойушмақта. бәзиләр, аманәткә игә чиқиш әхлақидин вақитниң өтүшигә әгишип айрилип қалмақта. вәдиләр берилип, қәсәмләр қилинип қурулған көплигән аилиләр садақәтсизлик, меһир – муһәббәтсизлик, мәрһәмәтсизлик гирдабида вәйран болмақта. һалбуки, мөмин сөйгү, шәпқәт вә меһри – муһәббәтни өзигә йолбашчи қилған киши иди؛ мөмин улуғ китабимизниң тәбири бойичә «оَалَّذِйнَ هُмْ лِأَмَанَатِهِмْ оَعَهْдِهِмْ рَаعُонَ» йәни, улар әһдигә хилаплиқ, аманәтлиригә хийанәт қилмайдиған кишиләр (мөминун сүриси 8 – айәт) иди.

езиз қериндашлирим! аилә муәссәсисиниң заманимизда һәр хил хәвпләргә дучар болуватқанлиқи бир реаллиқтур. болупму бәзи җәһәтләрдә аилә мәһрәмийитиниң дәпсәндә қилиниши вә никаһсиз бирликтә болуш қилмишлириниң гойа сиңдүрүлүши, аилә чүшәнчимиз вә турмушимизда еғир вәйранчилиқларни пәйда қилмақта. өйләндүрүш, дегән нам астида тарқитиливатқан бәзи пирограммиларда болса, аилә қиммәт – қарашлири суйиистемал вә дәпсәндә қилинип, аилә муәссәсәси етибарсизлаштурулмақта. йәнә бир тәрәптин, хийанәт қилиш, бузулуш, муштумзорлуқ қилиш дегәндәк сәвәбләр түпәйли садир болған җинайи қилмиш, қарайған һайат, чувулған ува, үзүлгән үмидләрниң сани сәл қарашқа болмиғудәк дәриҗидә көптур.

техиму әпсуслинарлиқи, бу хил сәлбийликләр пәйда қилған күлпәтләр һәммидин бәк биғубар балилар вә айалларға әң еғир тәсир көрсәтмәктә. мәсилән, 2015 – йили дөлитимиздә (түркийәдә) 609 миң 982 җүп әр - айал өйләнгән болса, 131 миң 830 җүп әр – хотун аҗрашти. бу аҗришиш ақивитидә, 109 миң 978 бала ана меһридин, ата мәрһәмитидин мәһрум қилинди.

қериндашлирим! аилидә садақәт вә меһри – муһәббәтни асасий шоар қилған бир динниң мөминлири үчүн, бу санлар адәмни чөчүтиду. ундақта келиңлар, рәббимизниң катта немити болған һузур – һалавәт вә меһри – муһәббәт бағлиримизға йәни аилилиримизгә игә чиқайли, аманәтлиримизни муһапизәт қилайли, айаллиримиз вә пәрзәнтлиримизни көзлиримизниң нури қилайли. шундақла бу мубарәк җүмә вақтида аилилиримизни қурғанда қилған дуалиримиз билән пәрвәрдигаримизға һәммимиз бирликтә мундақ илтиҗа қилайли:

рәббимиз! аилилиримизгә меһри – муһәббәт, һөрмәт, садақәт, аман – есәнлик вә бәрикәт ата қилғин! аилилиримизгә муһәббәт вә өзара риштә туйғуси беғишлиғин, увилиримизға өчмәнлик, питнә, хийанәт вә бөлүнүшниң киришигә рухсәт қилмиғин. бизгә адәм билән һәвва, пәйғәмбиримиз билән хәдиҗә анимиз, һәзрити әли билән фатимә анимизниң арисидики хатирҗәмлик вә бәхт – саадәтни ата қилғин!



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر