аллаһ тааланиң муса әләйһиссаламниң қәвмигә кайиши

әнә шулар ахирәтни берип, дунйа тирикчиликини сетивалған кишиләрдур. шуниң үчүн, улардин азаб йениклитилмәйду, уларға йардәмму қилинмайду.

656078
аллаһ тааланиң муса әләйһиссаламниң қәвмигә кайиши

түркийә авази радийоси хәвири: бәқәрә сүриси, 84 – 93 - айәтләр

өз вақтида бир ـ бириңларниң қенини төкмәсликкә, бир ـ бириңларни йуртлириңлардин һәйдәп чиқармаслиққа силәрдин чин әһдә алған идуқ. кейин буни (йәни әһдини) етирап қилған идиңлар, буниңға өзүңлар гуваһсиләр[84]. кейин силәр (әһдини бузуп) бир ـ бириңларни өлтүрдүңлар, ичиңлардин бир түркүм кишиләрни йуртидин һәйдәп чиқардиңлар, гунаһ вә дүшмәнлик қилиш билән, уларниң қарши тәрипидикиләргә йардәм бәрдиңлар, улар әсир чүшүп кәлсә, фидийә берип қутқузувалисиләр, һалбуки, уларни йуртлиридин һәйдәп чиқириш силәргә һарам қилинған иди (йәни бир ـ бириңларни өлтүрүш вә йуртидин һәйдәп чиқиришни рава көрүсиләру, уларниң әсиргә чүшүп дүшмәнлириңларниң қолида болуп қелишини рава көрмәйсиләр). силәр китабниң (йәни тәвратниң) бир қисим әһкамлириға ишинип, бир қисим әһкамлирини инкар қиламсиләр? силәрдин шундақ қилғанларниң җазаси пәқәт һайатий дунйада харлиққа қелиш, қийамәт күни қаттиқ азабқа дучар болуштур. аллаһ қилмишиңлардин ғапил әмәстур[85]. әнә шулар ахирәтни берип, дунйа тирикчиликини сетивалған кишиләрдур. шуниң үчүн, улардин азаб йениклитилмәйду, уларға йардәмму қилинмайду[86]. шәк ـ шүбһисизки, биз мусаға китаб (йәни тәврат) бәрдуқ. униңдин кейин арқимуарқа пәйғәмбәрләр әвәттуқ, мәрйәм оғли исаға мөҗизиләр бәрдуқ, һәмдә уни роһулқуддус (йәни җибриил) билән йөлидуқ. һәрқачан бирәр пәйғәмбәр көңлүңларға йақмайдиған бирнәрсә елип кәлсә, тәкәббурлуқ қиливерәмсиләр? бир қисим пәйғәмбәрләрни инкар қилдиңлар, йәнә бир қисим пәйғәмбәрләрни өлтүрдүңлар[87]. улар: «диллиримиз пәрдиләнгән» деди. ундақ әмәс, уларниң куфри сәвәблик аллаһ уларға ләнәт қилди, улардин иман ейтидиғанлар наһайити аз[88]. уларға аллаһ тәрипидин улардики китаб (тәврат) ни тәстиқлайдиған китаб (қуран) назил болған чағда (униңға ишәнмиди). илгири улар (муһәммәд әләйһиссаламни васитә қилип) капирларға қарши өзлиригә йардәм келишини тиләйтти, улар билидиған (йәни тәвратта сүпити байан қилинған) пәйғәмбәр кәлгән чағда уни инкар қилди. аллаһ капирларға (йәни пәйғәмбәрләрниң түгәнчисини инкар қилған йәһудийларға) ләнәт қилди[89]. йәһудийларниң аллаһ назил қилған қуранни инкар қилиши аллаһниң өз пәзлини (йәни пәйғәмбәрликни) халиған бәндисигә чүшүргәнликигә һәсәт қилиш йүзисидиндур. уларниң өзлирини (йәни иманини) куфриға сетиши әҗәб йаман иштур. улар үсти ـ үстигә ғәзәпкә тегишлик болди. капирлар харлиғучи азабқа дучар болиду[90]. уларға: «аллаһ назил қилған китабқа (йәни қуранға) иман кәлтүрүңлар» дейилсә, улар: «өзимизгә назил қилинған китабқа (йәни тәвратқа) иман кәлтүримиз» дәйду. униңдин кейинки китабқа (йәни қуранға) ишәнмәйду, һалбуки, у (йәни қуран) һәқтур, уларниң қолидики китабни тәстиқ қилғучидур. (уларға) «силәр (тәвратқа) ишинидиған болсаңлар, илгири немә үчүн аллаһниң пәйғәмбәрлирини өлтүрдүңлар?» дегин[91]. муса силәргә һәқиқәтән ениқ мөҗизиләрни кәлтүрди, муса (тур теғиға кәткән) дин кейин, өзүңларға зулум қилип мозайни мәбуд қиливалдиңлар[92]. өз вақтида биз силәрдин (тәвратқа әмәл қилишқа) чин вәдә алған идуқ, силәргә: «мән назил қилған китабни мәһкәм тутуңлар (болмиса үстүңларға тағни ташлаймиз)» дәп тур теғини үстүңларға тиклидуқ вә (тәвратқа) қулақ селиңлар (дедуқ). улар: «сөзүңгә қулақ салдуқ әмриңгә асийлиқ қилдуқ» дейишти. уларниң куфри түпәйлидин диллириға мозайниң муһәббити сиңип кәтти. уларға: «әгәр силәр мөмин болсаңлар, иманиңлар силәрни әҗәб йаман ишқа буйруйдикина? (силәр мөмин әмәс, чүнки иман мозайға чоқунушқа буйрумайду)» дегин[93].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر