уйғур йазғучилар вә чағдаш түрк әдиплири

түркийәлик йазғучи ришат нури гүнтәкинниң «чалиқуши» намлиқ романи 80-йилларда уйғур йашлирида китаб оқуш қизғинлиқини қозғиған болуп, кишиләрниң никаһ, муһәббәт, аилә қарашлири вә позитсийәлиригә қәдәр тәсир көрсәткән.

570376
уйғур йазғучилар вә чағдаш түрк әдиплири

түркийә авази радийоси:түрк чағдаш әдиплириниң уйғур йазғучиларға болған омумийүзлүк вә чоңқур тәсири «чалиқуши» дин башлиниду. ришат нури гүнтәкинниң мәзкур романи 80-йилларда уйғур оқурмәнләрдә болупму йашларда китаб оқуш қизғинлиқини қозғиған болуп, кишиләрниң никаһ, муһәббәт, аилә қарашлири вә позитсийәлиригә қәдәр тәсир көрсәткән. болупму уйғур йазғучилириға болған үлгилик роли чоң болған. тилидин тартип вәқәликләрни байан қилишлириғичә пүтүнләй өзгичә болған бу әсәр, йезиқчилиққа қизиқидиған оқурмәнләрниң өгиниш обйектиға айланған. һәтта, 80- йилларда уйғур йаш йезиқчилиқ һәвәскарлиридин бу романни өзләштүрүш үчүн көчүрүп чиққанлар болған. бүгүнки уйғур әдәбийатида баш көтүргән йаш йазғучилар ичидә, болупму айал әдипләр ичидә «чалиқуши» ниң тәсиригә учриғанлар хели көп. мисал алсақ, халидә исраил, ғәлибә муһәммәд, ризвангүл йүсүп қатарлиқларни көрситиш мумкин. шуңимикин ришат нури гүнтәкин түрк йазғучилири ичидә әсәрлири уйғурчиға әң көп тәрҗимә қилинған йазғучи болуп қалған.

түрк чағдаш романлиридин уйғур йазғучилириниң өгинишигә сазавәр болған йәнә бир роман «мәмәт авақ» тур. йашар камалниң йигирмә нәччә хил тилға тәрҗимә қилинған бу дунйави мәшһур романи уйғур йазғучилириниму қайил қилған. уйғур оттура йаш йазғучилиридин әхтәм өмәр өзиниң «йирақ қирлардин ана йәргә салам» дегән әдәбий хатирисидә бу қайиллиқни тилға алған. йаш йазғучилардин абдуреһим абләтхан «мәмәт авақ һәққидә параң» дегән әсирини йезип, өзиниң мәзкур романдин алған илһамлирини мустәқил бир әдәбий әсәр шәклидә йезип чиққан. бу романниң уйғур йазғучилириға бу қәдәр зор тәсир көрситишидә атақлиқ тәрҗиман турсунай сақим ханимниңму төһписи бар, әлвәттә. әпсуслинарлиқи йашар камалниң башқа мәшһур әсәрлири, мақалилири вә сөһбәтлири техичә уйғур оқурмәнлири билән йүз көрүшмиди.

әзиз нәсин әсәрлириниң уйғур йазғучилириға көрсәткән тәсири һекайичилиқта көрүлиду. уйғур тилиға бүгүнгә қәдәр униң «мән қандақ өлүвалмақчи болдум», «ғидиқ», «истанбул сайаһәтнамәси», «һазирқи балилар карамәт» қатарлиқ китаблири тәрҗимә қилинди. бундин башқа тор вә үндидарларда мәзкур әдипниң шеир вә һекайилири тохтимай тәрҗимә қилинмақта. әзиз нәсинниң һекайә услубиға йеқинлишип меңиватқан уйғур йазғучилиридин мәмтимин һошур, турсун мәхмут вә аблимит ғоҗабдулни тилға елиш мумкин. болупму мәмтимин һошур һәҗвий тил, әркин байан вә җанлиқ қурулма арқилиқ әзиз нәсин түркийәдә қазанған утуқни уйғур дийарида қазанған болди. әмма, бу икки әдипниң һәҗвий һекайичилиқта пәрқлиқ җайлириму бар болуп, асаслиқи идийәдики қаратмилиқ вә һәҗимдики узун-қисқилиқта көрүлиду. әзиз нәсин һекайилири арқилиқ түркийә җәмийитини, болупму йуқири қатлам сийасийонлирини бивастә һәҗвий қилиду, әсәрлириниң һәҗими қисқа. мәмтимин һошур һекайилиридә даритмилаш усулини қоллинип, һөкүмран даириләрни бивастә мәсхирә қилиштин сақлиниду. әсәрлириниң тилида шеирий амил күчлүк болуп, һәҗими әзиз нәсинниңкигә қариғанда сәл узунрақ.

бундин башқа өмәр сәйфәттинниңму уйғур йазғучилириға көрсәткән тәсири күчлүк, әмма бу тәсир әдәбийаттики услуб, тил вә маһарәт җәһәттә болмастин, бәлки миллий мәвҗудлуқ һәққидики киризислиқ тәпәккур җәһәттә бәкрәк көрүлиду. кәримә надирниң үч парчә романи уйғурчә нәшир қилинған болсиму, уйғур җәмийитидә бәк зор ғулғула қозғийалмиди. башқа түрк йазғучилириниң әсәрлири көләм җәһәттә йуқарқи бәш йазғучиға йәтмәйдиғанлиқи сәвәблик уларниң уйғур йазғучилириға зади қандақ тәсир көрсәткәнликигә һөкүм қилиш һазирчә балдур.

чағдаш түрк әдиплириниң уйғур йазғучилириға көрсәткән тәсирини омумлаштурсақ төвәндики икки нуқтиға йиғилиши мумкин. биринчи, уйғур йазғучилири түрк әдәбийатидин немини йезиш җәһәттә үлгә алди. уйғур әдәбийатида совет сотсийалистик әдәбийатиниң тәсиридә «тарихни хәлқ йаритиду» дегән қараш һөкүмран орунда туруп кәлгән болуп, шәхсләрниңму тарих йариталиғудәк төһпиләрни қошалайдиғанлиқи инкар қилинатти. шуңа, дәврни мәдһийәләш, хәлқниң қәһриман йаритидиғанлиқи, әмгәкчиләрниң улуғлиқи һәққидики пикирләрни илгири сүрүш адәткә айланғаниди. түрк әдиплириниң әсәрлири тәрҗимә қилинғандин кейин, уйғур әдиплири инсанни улуғлаш, шәхсни муәййәнләштүрүш, кишилик қәдир қиммәтни күйләш қатарлиқ темиларда қәләм тәвритишни башлиди. йазғучилар даим аләмшумул вәқәләрни вә шәхсләрни йезиш әмәс, шундақ аләмшумул вәқәләр йүз бәргән шараиттики аддий кишиләрниң һайатини йезишниңму әһмийәтлик икәнликини һес қилишти. шуңа, зурдун сабир уйғур миллий азадлиқ инқилаби һәққидә йазған «ана йурт» романиға, йа ғени батур, йа әхмәтҗан қасимиға охшаш тарихий шәхсни баш персонаж қилип таллимай, или йезилиридики бир деһқан балисини таллиди. иккинчидин, уйғур йазғучилири қандақ йезиш җәһәттиму түрк әдиплиридин илһам алди. мәсилән: баштин айақ персожлар сәлбий-иҗабийлиққа айрилмиған «чалиқуши» романи тәрҗимә қилинған 80-йилларда, уйғур йазғучилири әсәрлиридә сәлбий вә иҗабий персонажларниң күришини йезишқа адәтлинип кәткән, оқурмәнләрму шундақ мәзмунларни оқушқа көндүрүлгән иди. мәзкур роман уйғурчә нәшир қилинип алқишқа еришкәндин кейин, уйғур йазғучилар әсәрлиридә персонажларни сәлбий вә иҗабий дәп қәстән икки қутупқа айриштин қутулушқа тиришти. оқурмәнләрму әсәрләрдин иҗабий вә сәлбий персонаж издәп аварә болмаслиқни адәт қилишқа башлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر