20-әсирдики тунҗи уйғур дөлити тоғрисида

-1933йили 11-айниң 12-күни уйғур хәлқи өз мустәқиллиқини җакарлап, 20-әсирдики тунҗи, өз - өзигә хоҗа болған шәрқий түркистан ислам җумһурийитини қурған иди.

222961
20-әсирдики тунҗи уйғур дөлити тоғрисида

түркийә авази радийоси: -1933йили 11-айниң 12-күни уйғур хәлқи өз мустәқиллиқини җакарлап, 20-әсирдики тунҗи, өз - өзигә хоҗа болған шәрқий түркистан ислам җумһурийитини қурған иди. әнә шу күндин етибарән 12-нойабир күни уйғур хәлқиниң тарихидики унтулмас сәһипә болуп қалди.

тарихий мәлуматларға асасланғанда, 1931-йили уйғур хәлқиниң 20-әсирдики кәң көләмлик миллий азадлиқ қозғилиңиниң тунҗи оқлири шәрқий түркистанниң шәрқидики қумулда етилди. хоҗа нийаз һаҗим рәһбәрликидики бу қозғилаң барғансери кеңийип, шәрқий түркистанниң һәммила җайлириға күчлүк тәсир көрситишкә башлиди. бу вәзийәт уйғурларниң азадлиққа, мустәқиллиққә вә әркинликкә болған ишәнчисини ашурди. нәтиҗидә, хотән хәлқи мәмәт имин буғраниң рәһбәрликидә 1933-йили 2-айниң 13-күни қозғилаң көтүрүп, шу йили 4-айниң 11-күни хотән һөкүмитини қурди. турпанда мәхмут муһитиниң башчилиқида хәлқ қозғилиңи йүз бәрди. булардин башқа, 1932- вә 1933-йили куча, ақсу, қәшқәр қатарлиқ җайлардиму қозғилаң көтүрүлүп, бу җайлардики җин шурен һөкүмранлиқи ағдуруп ташлинип, һакимийәтни қозғилаңчилар тартивалди. хоҗа нийаз һаҗим вә мәһмут муһитилар башчилиқидики қумул-турпан қозғилаңчилириму шәрқий түркистанниң җәнубий районлириға кеңәйди. мана мушундақ шараиттин пайдилинип, мустәқил «шәрқий түркистан җумһурийити» ни қуруш үчүн, сабит дамоллам бир қисим қошунни башлап хотәндин қәшқәргә келип, қәшқәрдә «шәрқий түркистан истиқлал җәмийити» ни қуруп, җиддий тәййарлиқлардин кейин, 1933-йили 11-айниң 12- күни қәшқәр шәһиридә шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулғанлиқини җакарлиди.
шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң дөләт рәһбәрлири төвәндикичә:
дөләт рәиси : хоҗа нийаз һаҗи
баш министир : сабит дамоллаһ абдулбақи
дөләт мудапиә министири : генерал мәхмут муһити
ички ишлар министири : сийтзадә йунус бәк
ташқи ишлар министири : қасим җан
маарип министири : абдулкәримхан мәхсум
вәқпә ишлири министири : шәмсәттин турди
адаләт министири : зариф қари
йеза игилик вә тиҗарәт министири: абдул һүсәйин
малийә министири : ели ахун
сәһийә министири : абдуллаһ хани

шәрқий түркистан ислам җумһурийити уйғурларниң җумһурийәтчилик идийә тарихидики тунҗи миллий вә исламий җумһурийити, шуниңдәк бу саһәдики тунҗи тәҗрибиси. мәзкур мустәқил һакимийәт өз асасий қануни, дөләт низамнамәси, дөләт байриқи, дөләт герби қатарлиқ дөләтчилик символлириға, шуниңдәк йәнә, 16 министирлиққа игә болуп, хоҗа нийаз һаҗим рәислик, сабит дамоллам баш министирлиқ вәзиписигә тәйинләнди. мәзкур җумһурийәт гәрчә илгири-кейин болуп аран 3 ай мәвҗут болуп туралиған болсиму, лекин у, өзиниң қисқиғинә мәвҗутлуқ тарихида бир қатар ишларни әмәлийләштүрди вә техиму көп пиланларни әмәлгә ашурушқа тиришти. әмма, мәзкур йаш дөләт ташқи җәһәттин совет иттипақиниң арилишиши, ички җәһәттә ма җуңйиң тәрәпдарлири болған туңган қораллиқ күчлириниң биваситә һәрбий һуҗуми шундақла мурәккәп ички зиддийәтләр сәвәбидин ағдуруветилди. совет иттипақиниң « езилгән милләтләрниң азадлиқиға йардәм бериш шоарлири вә совет иттипақи вәкиллири һәм шең шисәйниң вәдилиригә ишәнгән хоҗа нийаз һаҗим башлиқ бир қисим рәһбәрләр үрүмчигә келип, шең шисәй башчилиқидики өлкилик һөкүмәткә қатнашти. бу әмәлийәттә уйғур сийасий тарихидики тунҗи бирләшмә һөкүмәт болуп, хоҗа нийаз һаҗим өлкигә муавин рәис болуп, башқа бир қисим қозғилаң рәһбәрлири бир қанчә назарәт, идарә, вилайәт вә наһийәләрниң рәһбәрлик вәзипилиригә еришти вәйаки башқуруш системисиға қатнашти. бу һечқачан уйғурларни һакимийәтни идарә қилишқа қатнаштуруш йаки муһим рәһбири һоқуқларни тәқсим қилип беришни ойлап бақмиған, һоқуқпәрәс шовенист шең һөкүмранлири өз тарихида тунҗи қетим хоҗа нийаз һаҗимға өлкиниң муавин рәислик йуқири һоқуқини бериши иди.
бирақ, бу узунға бармиди, 1937-йилидин кейин, уйғур хәлқи совет иттипақиниң йөлишидики шең шисәй мустәбит һакимийитиниң қайтидин қанлиқ бастурушиға учриди, хоҗа нийаз һаҗим қатарлиқ шең шисәй билән һәмкарлашқан уйғур вә башқа қериндаш милләтләрниң вәкиллири шең шисәй вәкилликидики милитаристларниң вәдисигә вапа қилмай, қайтидин бастурушиға учрап, нәтиҗидә уйғур вә башқа қериндаш хәлқләр иккинчи қетим кәң көләмлик миллий азадлиқ күрәш мәйданиға өзини атти.
гәрчә, 1933-йилидики шәрқий түркистан ислам җумһурийити қисқа өмүр сүргән болсиму, лекин униң роһи вә әнәниси шундақла ай йултузлуқ көк байриқи 1944-йилиниң 12-нойабириға мирас болуп қалған иди. шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң өмри гәрчә қисқа болсиму, мәзкур җумһурийәт 20-әсирдә уйғурлар қурған иккинчи җумһурийәтниң қурулушиға асас селип бәргән иди.
хуласиләп ейтқанда, йерим әсирдин көп вақит өткәндин кейинки бу күнләрдә, қәшқәрдә елан қилинған шәрқий түркистан ислам җумһурийити уйғурларниң сийасий, иқтисадий, мәдәнийәт вә миллий кимлик тәбирлирини бериштә кәм болса болмайдиған аталғуға айланди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر