йалтирақ халтиниң муһитқа болған зийанлири

йалтирақ халтилар нәмгә қарши чидамчанлиқи йуқири, сиртқи тәсиргә асан учримайдиған вә химийәви бәрдашлиқ бериш күчи йуқири болған мәһсулатлардур.

278220
йалтирақ халтиниң муһитқа болған зийанлири

түркийә авази радийоси: йалтирақ халтилар вә тәркибидә пластик бар болған халтилар, «полистирен» дәп атилидиған нефиттин чиқидиған маддидин вә ташливетилгән пластик маддилардин йасилиду. йалтирақ халтилар нәмгә қарши чидамчанлиқи йуқири, сиртқи тәсиргә асан учримайдиған вә химийәви бәрдашлиқ бериш күчи йуқири болған мәһсулатлардур. йалтирақ халтилар күндилик турмушта көп қоллинилидиған болуп, турмушқа қолайлиқ йаритип беридиған нурғун алаһидиликлири бар болсиму, муһитқа нисбәтән интайин көп сәлбий тәрәплири бар.
йалтирақ халтилар؛
биринчи, нефиттин йасилидиғанлиқи үчүн карбон төт оксид газиниң һаваға қойуп берилишини көпәйтип, йәр шариниң иссип кетишини тезләштүриду.
иккинчи, озуқлиниш зәнҗиригә арилишип, җанлиқларниң саламәтликини хәтәргә дучар қилиду, түрләрниң йоқ болушини кәлтүрүп чиқириду.
үчинчи, деңиз, көл вә еқин суларниң болғиниши, һәмдә суда йашайдиған җанлиқларниң зийанға учришиға сәвәб болиду.
төтинчи, мевә – көктатларни тошушта қоллинилған йалтирақ халтилар, адәмниң саламәтликигә зийанлиқ.
бәшинчи, йалтирақ халтиларни ишләпчиқиришта, тәбиий байлиқлар вә сулардин пайдилинидиған болуп, уларниң тез сүрәттә хоришини кәлтүрүп чиқириду.
гәрчә йалитирақ халтиларниң бунчивала зийанлиқ тәрәплири бар болсиму, әмма дунйада һәр йили тәхминән 500 милйард тонна йалтирақ халта ишләпчиқирилиду, бир минутта 1 милйон даниси әхләткә айлиниду. ташливетилгән йалтирақ халтиларниң аран %1 и қайта пайдилинилиду, қалғанлири тәбиәткә ташливетилиду.
йалтирақ халтиларниң зийинидин сақлиниш үчүн ишлитиш миқдарини әң төвән сәвийәгә чүшүрүш лазим. буниң үчүн:
биринчи, қайта пайдиланғили болидиған, муһитқа зийан салмайдиған лата халтиларни вә тупрақта пүтүнләй чирийдиған халтиларни ишлитишни кәң омумлаштуруш керәк. иккинчи, йалтирақ халтиларни имканийәтниң беричә ишләтмәслик керәк.
талла базарлири вә сода сарайлирида йалтирақ халтиларниң һәқсиз вә көп берилиши, түркийәдә йалтирақ халтиларни ишлитиш миқдариниң нормидин йуқири болушиниң сәвәблиридин бири болуп һесаблиниду. бәзи дөләтләрдә йалтирақ халтиларни көп ишлитишниң алдини елиш үчүн, йалтирақ халтиларни һәқсиз бериш чәкләнгән. шундақтиму, кишиләрниң аң – сәвийәсини йуқири көтүрүш, йалтирақ халтиларни ишлитишни азайтишниң әң үнүмлүк йоли һесаблиниду.
күндилик турмушимизда тәбиәткә зийан бәрмәйдиған йаки қайта пайдиланғили болидиған халтиларни ишлитиш вә йалтирақ халтиларни бәлгиләнгән әхләт сандуқлириға ташлаш арқилиқ муһитниң сағламлиқиға вә дунйаниң келәчикигә һәссә қошалаймиз.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر