түркийәниң вә дунйаниң күнтәртипи – 115

пирофессор доктор рамизан гөзәнниң мәсилигә мунасивәтлик анализини диқитиңларға сунимиз.

273168
түркийәниң вә дунйаниң күнтәртипи –  115

түркийәниң вә дунйаниң күнтәртипи – 115
« P5+1 дөләтләр билән иран оттурисидики йадро келишимигә нетанйаһуниң мудахилиси »

 

иранниң онлиған йилдин буйан давамлишиватқан йадро пирограммиси мәслиси һазизғичә һәл болмай қалмастин, бәлки техиму мурәккәплишип кәтти. мәсилигә иранниң йадро енергийә ишләпчиқириш нишани вә бу нишандин исраилийә, ғәрб әллири шундақла райондики дөләтләрниң әнсирәшлири һәмдә гуман билән муамилә қилишлири асаслиқ сәвәб болди. чүнки иранниң оран қойуқлаштуруш паалийити мәзкур дөләтләр тәрипидин «мәхпий йадролуқ қорал ишләпчиқириш тиришчанлиқи» дәп қаралмақта. бу дөләтләр иранниң һәм хәлқара әһдинамиләргә хилап қилдиғанлиқи, һәм чоң бир тәһдит шәкилләндүридиғанлиқини илгири сүрүп биарам болмақта.
дәрвәқә 1968 – йилдики «NPT» әһдинамисигә бинаән иранниму өз ичигә алған әза дөләтләрниң йадролуқ қоралға игә болуши мәний қилинған иди. гәрчә бу қанун нурғунлиған әза дөләтләр (мәсилән؛ исраилийә, пакистан, һиндистан) қатарлиқ дөләтләр тәрипидин хилаплиқ қилинған болсиму, йәнила иранниң бу хилаплиқ қилғучи гуруппилар арисидин орун елишидин әнсирәшмәктә. иран өзиниң ундақ мәқсити йоқлуқини ейтқан, һәтта иранниң диний рәһбири фақиһ һаманийму бундақ қилишниң һарамлиқиға пәтива бәргән туруғлуқ, әнсирәш вә әндишиләр давамлашмақта. иранниң йадро паалийәтлирини тохтитиши йаки пүтүнләй хәлқараниң тәкшүрүшигә учуқ тутиши керәклики тәләп қилинмақта. бирақ иран бу тәләпләрни рәт қилип, йадро паалийәтлирини мәхпий шәкилдә давамлаштуруп кәлмәктә.
иран 1970 - йиллирида башланған йадро реактор базиси қурулушини 1990 – йили тамамлап, %20 лик оран қойуқлаштурушта толуқ утуққа еришти. алақидар мәнбәләр иранниң бу басқучтин кейин йадро қорал исләпчиқиралайдиған иқтидарға игә болалайдиғанлиқини илигири сүрүшмәктә. ғәрб дөләтлири дәл мушу вәҗидинла онлиған йиллардин буйан иранға кәң даирилик ембарголарни йүргүзмәктә.
бу әһвалларниң һәр икки тәрәп үчүнму чоң аваричлиқ икәнлики мәлум. дунйа күнсири тәрәққий қиливатқан бир иран тәһдитигә дуч кәлгәнгә охшаш иранму барғанчә техиму қаттиқ ембарголарға дучар болмақта. һәр икки тәрәп үчүн аварчилиққа айлинип қеливатқан бу әһвалға қарита P5+1 дөләтлири вә болупму обама иран билән йадро мәслисидә келишим һасил қилишқа бар күчи билән тиришмақта. уларниң түнҗи тиришчанлиқи һесаблинидиған 2006 – йилидики музакирилишиш һәрикити һазирғичә һеч қандақ нәтиҗә бәрмиди. бу нәтиҗисизликниң әң асаслиқ сәвәби ғәрб әллири билән иран оттурисида өзара ишәнчниң йетәрсизлики һәмдә музакирә һәрикитиниң пат пат исраилийә вә йәһуди лобилири тәрипидин тосалғуға учитиливатқанлиқи болди. чүнки исраилийә вә йәһуди лобилири иран билән һеч бир келишимниң түзүлишини хилимайла қалмастин, бәлки дәл әксичә иранға қарши һәрбий һуҗум елип берилишини тәләп қилип йүрмәктә.
төвәндә мармара ниверситети сийасий билимләр вә хәлқара мунасивәтләр факултети оқутқучиси пирофессор доктор рамизан гөзәнниң мәсилигә мунасивәтлик анализини диқитиңларға сунимиз.
** *** ** ** *** ** **** *** ** *** ***
дәрвәқә обама пирезидентлиққа сайланған түнҗи күнидин башлапла иран билән бир келишим һасил қилиш керәклики һәққидә қәтий ирадиисни намайан қилди. бу мәқсәт үчүн түнҗи айдин етибарән иран билән мунасвәт орнитишқа тиришти. руһаниниң иран пирезидентлиқиға сайлиниши вә кейинчә мурәссәчи тил вә позитсийәни оттуриға қойуши музакирә байқучини мәлум дәриҗидә илгириләшкә игә қилди. болупму йеқинқи бир йил ичидә рәсмий бир келишмниң түзүлишигә қарита муһим илгириләшләр көрүлүшкә башлиди. 2013 – йили 21- нойабирда P5+1 дөләтлири билән иран оттурисида әң ахирқи келишимниң йол хәритиси үстидә пикир бирлики һасил қилинди. бу йол хәритисигә көрә 2015 – йили март ейиниң ахириға қәдәр асаслиқ маддиларни өз ичигә алған бир даирә ичидә келишим имзалинидиған вә әң кечиккәндиму 2015 – йили 1 - ийулғичә әң ахирқи келишим тамамлинидиған болди. гәрчә бу келишмгә қарита оттурида күчлүк қәтий ирадә барлиқи ениқ болсиму, әмма келишимниң тәпсилати вә мәзмунлири һәққидә һеч қандақ мәлумат елан қилинмиди. обама билән керрийниң рәсмий байанатлириға асасланғанда, иран әң ахирқи келишим даирисидә йадролуқ қоралға игә болуштин пүтүнләй ваз кечидикән, бирақ назарәт астида йадро енергийә ишләпчиқралайдиған болидикән. бу келишимниң имзалиниши бәдилигә иранға йеңи ембарго йүргүзүлмәйдиғанлиқи, әгәр палата ембарго қарари мақуллиған тәқдирдә, америка һөкүмитиниң рәт қилиш һоқуқини ишқа салидиғанлиқи елан қилинди. обаманиң бу қәтийлики күтүлгинидәк нетанйаһу вә йәһуди лобилирини һәрикәткә салди. нетанйаһу обаманиң халимиғиниға қаримастин, америкида зийарәттә болуп, 3 – март күни палатада нутуқ сөзлиди. обаманиң иран билән қәтий келишим түзмәслики керәкликини, бәлки дәл әксичә қаттиқ қаршилиқ блидүрүш лазимлиқини, һәтта мумкин болған тәқдирдә америка палатасиниң йеңи ембарголарни йүргүзиши керәкликини тәләп қилди.
нетанйаһуниң бу позитсийәси йалғуз иран билән келишим мәслисидила әмәс, бәлки обама һакимийити вә ички – ташқи сийасити нуқтисидинму ғәлитә бир әһвал болуп қаралмақта. обаманиң халимаслиқиға писәнт қилмастин, палата башлиқи боһнерниң хаһшиға бинаән нетанйаһуниң сөзлигән нутиқи, йәһуди лобиси (AIPAC) ниң күчлүк тәсирини вә обама һакимийитиниң чәклик һоқуқ даирисни намайан қилип бәргән болди. демисиму америка хәлқи тәрипидин дөләт рәисликигә сайланған обаға нетанйаһуниң доил елан қилиши вә буйруқ чүшүрүп кетишлири, маһийәттә америкиниң мустәқиллиқиға җәң елан қилғанлиқ болуп һесаблиниду. болупму P5+1 дөләтлири гурупписини шәкилләндүргән 6 чоң дөләтниң ирадисигә һуҗум қилғанлиқ болиду. нетанйаһуниң бу қилғини йәнә, исраилийәниң оттура шәрқ мәсилилиридә шундақла америкиниң сийасий системисида вә дунйа сийаситидә зади қанчилик тәсир күчигә игә рол ойнаватқанлиқини намайан қилип бериду.

йәнә бир тәрәптин иранниң йадро сийаситиниң бирнчи болуп өзини вә шуниң билән биргә районниму қандақ қийин әһвалға чүшүрүп қойғанлиқи айан болмақта. иран билән исраилийә оттурисдики сүркилишләрниң райондики башқа дөләтләргә қандақ сәлибий тәсир көрсәткәнликигә қарита бир мисал сүпитидә, түркийәниң 2010 – вә 2012 – йиллиридики ташқи сийаситини көрсиишкә болиду. түркийә йадро мәслисини һәл қилиш үчүн аҗайип чоң тиришчанлиқларни көрсәтти. чоңқур әмгәк сиңдурди. теһран келишиминиң түзүлишигә мурәссәчи болуп бәрди. лекин иран вә исраилийә лобисиниң тәрсалиқи түпәйлидин тиришчанлиқи ишқа ашмиди. мәсилиниң бу мурәккәплики райондики сүрийә қатарлиқ башқа дөләтләргә сәләбий тәсир көрсәтти. дәл мушу вәҗидин райондики мәсилиләрниң һәл қилиниши үчүн йадро келишими имзалинишини қоллап – қуввәтләш вә барлиқ тосалғуларға қарши турушқа тоғра келиду.
әзиз қериндашлар, йуқирида мармара университети сийасәт билимлири вә хәлқара мунасивәтләр факолтети оқутқучиси пирофессор доктор рамизанниң гөзәнниң мәсилигә мунасивәтлик анализини диққитиңларға сундуқ.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر