қолини йумайдиған әфә

бар икәну, йоқ икән. бурунниң бурунсида әлгәк саман ичидә, төгә дәллал, бүргә сатираш икән. анам бөшүкүмни тәврәткән күнләрдә ойун ойнашни бәк йахши көридиған әфә исимлик бир бала бар икән.

249976
қолини йумайдиған әфә

түркийә авази радийоси: бар икәну, йоқ икән. бурунниң бурунсида әлгәк саман ичидә, төгә дәллал, бүргә сатираш икән. анам бөшүкүмни тәврәткән күнләрдә ойун ойнашни бәк йахши көридиған әфә исимлик бир бала бар икән. әфә һәр күни чүштә өйдин чиққан пети мәһәллидә достлири билән кәч киргичә ойнайдикән. аниси чақирмиғичә күнниң кәч болғанлиқиниму билмәйдикән.
әфә бир күни кәчлик тамақ вақтида өйигә қайтип кәптувә анисиға:
- әмди буниңдин кейин, қолумни йумай тамақ йәймән, - дәпту. аниси:
қолуңни йумисаң қолуңдики микроплар йуқуп қалса, кесәл болуп қалисән. кесәл болушни халимисаң, қолуңни сопунлап йуйушуң керәк, - дәпту. аниси шундақ дегән болсиму, әфә у сөзләрни аңлимапту вә су ханида йалғандин қолини йуғандәк қилип қойупту. тамақ пишқичә һуҗрисиға кирип, карвитида йетипту. бир аз вақит өткәндин кейин, «әфә, әфә» дәп товлиған авазни аңлапту. әфә бу авазни тонуйалмапту вә:
- мени товлиған кимду? - дәп ойлапту. бу вақитта йәнә:
- бу мән, мени су вә сопун билән йумиғанлиқиң үчүн рәһмәт ейтимән, - дәпту. әфә уштумтут бу авазниң өзиниң қолидин кәлгәнликини билипту.
- сән ким? мән сени тонумаймән, қолумниң үстидә немә қилисән? - дәпту.
- мән микропларниң қомандани. биз пакизлиқ билән уруш қилимиз. наһайити әпсуски, пакизлиқ даим бизни йеңивалиду. чүнки балилар қолини йуйиду. әмма, сән бүгүн қолуңни йумидиң. бир аздин кейин мәйнәт қолуң билән тамақ йәйсән, биз бу вақитта сениң бәдиниңгә кирип, сени кесәл қилимиз. әфә буни аңлап:
- йақ, мән кесәл болушни халимаймән, - дәп варқирашқа башлапту. микропларниң қомандани:
- наһайити әпсус, һазир сән бизниң әсиримизгә айландиң, биздин қечип қутулалмайсән, - дәпту.
- һәй, анамниң сөзини аңлап, қолумни йуған болсам. әмди мени кимму қутқузар? - дәп ойлап турғанда, йирақтин анисиниң татлиққинә авазини аңлапту. аниси:
- әфә тез бол, әмди ойған, тамақ тәййар болди, - дәватқидәк. әфә чөчүп ойғинип кетипту. йүгүргән пети һуҗирисидин чиқипту вә дәрһал қолини сопунлап пакизә йуйупту. үстидики кийимләрни селип, киралғуға сапту. өй ичидә кийидиған пакизә кийимлирини кийипту. дастихан алдиға кәлгәндә көргән чүшини өйдикилиригә ейтипту.
- ана, чүшүм маңа йахши савақ болди. әмди даим қолумни пакизә йуйимән, - дәпту. чөчикимизму бу йәрдә ахирлишипту. кичик достлиримизму пуш – пуш пушулдиғиничә бухараға кетипту.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر