русийә билән хитайниң хәлқара саһәдики һәмкарлиқи

йеқиндин буйанқи русийә – хитай һәмкарлиқи йаки хитайниң русийәгә бәргән йардәмлири һәққидә

223328
русийә билән хитайниң хәлқара саһәдики һәмкарлиқи

ғәрб әллири тәрипидин русийәгә йүргүзүлүватқан ембарголарниң даириси кеңәйгәнсери бейҗиңниң москвани қоллап бериватқан байанатлири вә тиришчанлиқлириму йеқиндин буйан барғансери көпийишкә башлиди. бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишини өз ичигә алған түрлүк хәлқаралиқ тәшкилатларниң йиғинлири вә али дәриҗилик рәһбәрләр учришишлирида русийә билән хитайниң бирликтә һәрикәт қиливатқанлиқиға шаһит болуватимиз. америка қошма иштатлириға қарши күчлирини бирләштүргән русийә билән хитайниң бу һәмкарлиқиниң қанчанғичә давамлишишини вақит бәлгиләйду. алди билән русийә билән хитайниң йеқиндин буйанқи һәмкарлиқи вә бир – бирини қоллишидәк муһим өзгиришләргә қисқичә нәзәр ташлап чиқайли.
«‹ The Washington Free Beacon› интернет гезити», күнсери күчийиватқан русийә – хитай мунасивәтлириниң, америка қошма иштатлири билән йавропаниң кремилни җазаландуруш тиришчанлиқлирини зийанға учритиш еһтималлиқиниң барлиқини йазди. һәммигә мәлумки, хитай украина мәсилисидә баштин тартипла русийәниң позитсийәсини қоллап кәлмәктә.
хитай ташқи ишлар министири ваңйи, 26 – йанвар күни зөрүр тепилғанда хитайниң русийәгә иқтисадий йардәм беридиғанлиқини җакарлиди.
хитай билән русийә бултур өктәбирдә үч йил бойичә 150 милйард йүән қиммитидә 3 йиллиқ пул алмаштуруш үчүн келишим һасил қилди. тәрәпләр рази болған тәқдирдә бу келишимниң даириси кеңәйтилиду.
:::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::
давос хәлқара сода – иқтисад мунбири йиғини даирисидә русийә билән хитай карханичилири тунҗи қетим мәхсус учрашти.
хитай сода министирлиқи байанатчиси шен данйаң, «хитай – русийә сода һәмкарлиқиниң келәчикигә ишәнч билән қараймиз. омумий вәзийәткә нәзәр ташланғинида, икки дөләтниң иқтисадий тәрәққийати бир – бирини тамамлайдиғанлиқини көрүвалғили болиду» тәриқисидә байанат елан қилди. 2014 – йиллиқ санлиқ мәлуматларға қариғанда, русийә билән хитайниң сода омумий соммиси бултурқиниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда % 6.8 ешип, 92.28 милйард долларға йәткән.
русийә – хитай – һиндистан ташқи ишлар министирлириниң 13 – нөвәтлик йиғини 2 – феврал бейҗиңда чақирилди. үч дөләтниң ташқи ишлар министирлири түрлүк саһәләр бойичә һәмкарлиқ вә дунйа сийаситиниң күнтәртипини мәшғул қиливатқан мәсилиләрни чөридигән һалда музакирә елип барди. йиғиндин кейин өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, хитай ташқи ишлар министири ваңйи, русийә вә һиндистан билән йеңи йепәк йоли қурулуши үчүн иқтисадий саһәдә «бирла йол – бирла күч» пирипсипи даирисидә һәмкарлиқ орнитишқа тәййар икәнликлирини җакарлиди.
русийә ташқи ишлар министири сергей лавров болса, «русийә – хитай – һиндистан оттурисидики ишәнчкә асаслинидиған дийалог, хәлқара сийасәтниң муһим бир қисми, шундақла русийә, хитай вә һиндистан оттурисидики дийалогниң тәрәққий қилиши, асийа – тинч окйан райони ролиниң күчәйтилиши, көп қутублуқ дунйа системисиға өтүш басқучиниң намайәндиси» деди.
үч дөләт ташқи ишлар министирлириниң йиғинида BRICS ни тәрәққий қилдуруш мәсилисидә бирдәклик һасил қилинғанлиқи билдүрүлди. йиғиндин кейин қошма байаннамә елан қилинди. йиғинниң йәнә бир муһим нәтиҗилириниң бири, һиндистанниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болуши мәсилисидә русийә билән хитайниң бирдәклик һасил қилиши иди.
:::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::
өткән һәптиләрдә америкида чиқидиған һәптилик, «‹ The Trumpet › гезити», йеқинқи йиллардин буйан хитай билән русийәниң латин америкиға наһайити зор дәриҗидә әһмийәт бериватқанлиқини, хитай – латин америка оттурисидики сода омумий соммисиниң 2000 – 2009 – йиллири % 1200 ашқанлиқини, хитайниң келәр йили йавропа иттипақини арқида қалдуруп, район билән сода җәһәттә иккинчи орунға өтидиғанлиқини, русийәниңму йеқинқи 10 йил ичидә латин америкида сабиқ совет иттипақи соғуқ уруш мәзгилидә бәрпа қилған ул әслиһә қурулушини ремунт қилишни пиланлаватқанлиқини, русийәгә йүргүзүлүватқан ембарголарниң москвани латин америка базарлириға йүзләндүрүватқанлиқини йазди.
һәммигә мәлумки, хитай венесуеланиң нефит саһәси, перуниң мис санаити, аргентина вә биразилийәниң йеза игилик саһәсигә мәбләғ селишни пиланлимақта. бейҗиң һөкүмити һазирдин башлапла венесуелани 20 милйард , еквадорни 7.5 милйард долларлиқ киредит билән тәминләш лайиһәсини мақуллиди.
русийәниң ортақ аләм бошлуқи истансиси қурулуши үчүн хитай билән һиндистанниң һәмкарлиқ орнитиш тәклипи сунғанлиқи оттуриға чиқти. русийә һәрбий санаити комитети мутәхәссисләр кеңиши йиғинида оттуриға қойулған «аләм бошлуқида һәмкарлиқ» тәклипиниң, бу йил уфада чақирилидиған BRICS али дәриҗилик рәһбәрләр йиғинида күнтәртипкә кәлтүрүлүши мөлчәрләнмәктә.
«‹ Vedomosti› гезити», русийә билән хитайниң S-400 Triumf келишими имзалиғанлиқини илгири сүрди. өткән йилму «‹ Kommersant› гезити» шундақ бир дәвани илгири сүргәниди. гезитниң хәвири испатланған тәқдирдә, хитай русийәниң йеңи әвлад һава мудапиәси башқурулидиған бомбилирини алидиған тунҗи дөләт болиду.
:::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::::
хәлқара сийасәтниң тәқәззаси русийә билән хитайни барғансери йеқинлаштурмақта. дөләтлиридә рәңлик инқилаб, арқа бағчилирида чәт әл күчлирини көрүшни халимайдиған, көп қутублуқ дунйа системиси болуши керәкликини илгири сүрүватқан бу икки дөләтниң америка қошма иштатлириға қарши бирликтә һәрикәт қилиш ирадиси қәтийдәк қилиду. бирақ бу әһвал русийә билән хитайниң бир - биригә қарашлиқ иттипақдашлардин болидиғанлиқини билдүрмәйду. чүнки «әҗдиһа билән ейиқ» ниң бәхтлик өйлүк – очақлиқ болушини хийал қилиш толиму қийин.

 


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر