түркийәниң алий маарипи вә оқуш мукапат пуллири һәққидә

түркийәниң алий маарипи вә оқуш мукапат пуллири һәққидә қисқичә тохтилип өтимиз.

180716
түркийәниң алий маарипи вә оқуш мукапат пуллири һәққидә

2014-йилда хәлқарада вә түркийәдә алий маарип тәрбийәси елишни арзу қилған чәтәллик оқоғучиларниң алий маарип һәққидә сориған соаллириға қанаәтлинәрлик җаваб берип кәлдуқ. нурғун шәһәрни оқуғучиларниң еһтийаҗлири вә арзу-арманлирини нәзәрдә тутқан һалда тонуштуруп өттуқ. түркийәниң нопузлуқ университетлириниң мәктәп мудирлири билән университетлар һәққидә сөһбәт хатириси өткүзүп, улардин «сизчә чәтәллик оқоғучилар бу шәһәргә вә бу алий мәктәпкә немә үчүн келиши вә таллиши керәк» дегән соални соридуқ. пирограмма җәрйанида пәқәт кәспий маарип һәққидила әмәс, унверсал маарип һәққидиму мәлумат бәрдуқ. йашларниң дунйаниң алий маарипиға зор һәссиләр қошуп келиватқан вә инсанларни иқтидарлиқ шәхсләр сүпитидә йетиштүрүп чиқидиған халисанә хизмәтлири үстидә тохталдуқ. дунйа миқйасида зор утуқларға еришкән шәхсләрниң дунйави мәсилигә айланған йашларниң ишсизлиқ мәсилисини һәл қилиш тоғрисида бәргән тәклип-пикирлирини силәр билән ортақлаштуқ.
бу йилму бу саһәдики мутәхәсисләрниң, тәлим-тәрбийәчиләрниң вә тәҗрибилик йашларниң қарашлирини силәр билән ортақлишшни давамлаштуримиз. бүгүнки пирограммимизда хәлқараниң маарип саһәсидики өзгиришләрниң немә үчүн бунчилик әһмийәтлик икәнликини, бизгә қандақ пайда елип келидиғанлиқини вә бизни җәмийәткә қандақ тәййарлидиғанлиқини қисқичә әслитип өтәйли.
.....кәчиш....
ширкәт хоҗайинлири адәттә қийинчилиқларға дуч кәлгәндә бу қийинчилиқлардин савақ елишни билидиған кишиләрни ишқа алиду, чүнки буниң пәқәт қабил бир рәһбәрдә болушқа тигишилик муһим алаһидиликләрдин бири болуш билән биргә, ширкәт хадимлириға нисбәтәнму наһайити муһим алаһидилик икәнликини обдан билиду.
чәтәлдә йашаш җәрйанида өзиңизгә хас артуқчилиқлириңиз, йеңи муһит вә йеңи инсанлар билән асанла чиқиш өтүш алаһидиликиңиз, мәсилиләрни һәл қилиш иқтидариңиз, әтраплиқ пикир қилишиңиз қатарлиқлар башқа намзатлардин сизни алаһидә пәрқлиндүрүп туриду.
түркийәдә оқуш җәрйанида силәргә әң көп йардәмни йәнила түркийә җумһурийити дөлити қилиду. дөләт һәр қайси җәһәтләрдин силәрни йеқиндин қоллайду.
түркийә җумһурийити тәрипидин чәтәллик оқуғучиларға қийиналмай оқуши үчүн берилидиған оқуш пули бар болуп, булар айлиқ оқуш пули, алий мәктәп оқуш расхоти, сәһийә соғуртаси, қоналғу үчүн аҗритип берилгән оқуғучилар йатақ бинаси, түркчә тил курси, тизимлитиш вә оқуш пүттүрүш үчүн кетидиған қатнаш чиқими қатарлиқларни өз ичигә алиду. түркийә оқуш пули пирограммилиридин пайдилинмақчи болған чәтәллик оқуғучи намзатлар www.trscholarships.org вә www.turkiyeburslari.gov.trқатарлиқ тор бәтлири арқилиқ илтимас қилса болиду. илтимас вақти адәттә баһар пәсли ичидә болиду. илтимас қилиш вақитлири йуқирида қәйт қилинған тор бәтлири уқтурулидиған болуп, толуқ курс, магистирлиқ вә докторлуқ оқуш пирограммилириға тизимлитиш вақти охшаш болмайду. илтимас қилғанда лазимлиқ материйалларни түркчә тәрҗимә қилмайму оргиналини бивастә қачилаш керәк. түркийә оқуш пуллири пирограммилириға қилинған итлимаслар икки басқуч бойичә баһалинидиған болуп, биринчиси илмий нәтиҗә, иккинчиси йүз туранә синақ қатарлиқлардур. оқуш нәтиҗиси толуқ курс пирограммисини таллайдиған оқуғучилар үчүн оттуричә 70, магестирлиқ вә докторлуқ пирограммини таллайдиған оқуғучилар үчүн 75, медитсина кәспини таллайдиған оқуғучилар үчүн 90 әтрапида болуши керәк. тәләп қилинған шәрт бойичә илтимас қилған оқуғучилар ичидин оқуш нәтиҗиси тәләпкә лайиқ болғанлар йүз туранә синаққа қатнишиш салаһийитигә еришиду. йүз туранә синақ учурлири оқуғучи намзатларниң илхәт адриси вә илтимас қилған тор системси арқилиқ билдүрүлиду. йүз туранә синақлар намзатлар йашаватқан мәмликәтләрдики түрк деломатик вакаләтханлиридә йүз туранә елип берилиду. навада оқуғучи намзатлар йашаватқан мәмликәтләрдә түрк вакаләтханилири болмиса, йүз туранә синақ учур-алақә вастилири билән елип берилиду.
әрасмус қатарлиқ оқуш лайиһәлири түркийә оқуш пуллири даирисигә кирмәйду. .оқуғучиларниң алаһидә иқтидариға асасән оқуғучи қобул қилидиған алий мәктәпләргә илтимас қилмақчи болған чәтәллик оқуғучилар, дәсләп илтимас қилмақчи болған алий мәктәпниң тәләп қилинған шәртләрни һазирлап, мәзкур алий мәктәптин чақириқ қәғәз елиши керәк. чақириқ қәғизи елип мәлум мәзгил мәктәптә оқуғандин кейин түркийә оқуш пуллири пирограммиси даирисидики лайақәтлик йаки йардәм оқуш пуллириға илтимас қилиса болиду. түркийә оқуш пуллири пирограммисиға илтимас қилған бирақ түркчә билмәйдиған намзатларға оқумақчи болған алий мәктәп йаки мәзкур алий мәктәп җайлашқан шәһәрдики бирәр түркчә тәлим-тәрбийә мәркизидә тил тәлими берилиду.
һәр қандақ бир чәтәл тилини өгинишниң әң аддий вә үнүмлүк усули у тилни һайатимизниң бир қисмиға айландуруштур. бундақ қилиш үчүн пәқәт шу тилға мунасивәтлик китабларни оқуп курсларға беришниң орниға, күндилик турмушта шу тилни сөзлишидиған инсанларниң қешида, шу тил тәвә болған дөләттә йашаш керәк. чоңлиримизниң дегинидәк, тилни өз җайида пишшиқ өгәнгили болиду.
......кәчиш....
чәтәлдә оқуш инсанға нурғун дөләтни сайаһәт қилиш пурситигә игә қилиду. буниң үчүн алий маарип тәрбийәсиниң һәммисини чәтәлдә елиш шәрт әмәс. бир мәвсумлуқ оқушини башқа дөләттә давамлаштуруш үчүн чәтәлгә чиққан бир әрасмус оқуғучисиму 10 дәк дөләтни сайаһәт қилғандин кейин дөлитигә қайитиду. йеңи инсанлар, йеңи маканлар вә йеңи күлтүрләр билән тонушуп нәзәр даирисини кеңәйтиш пурситигә муйәссәр болиду.
болупму, оқуш үчүн таллиған дөләт түркийәгә охшаш мәдәнийәт-сәнәт вә күлтүр җәһәттин бай бир дөләт болидиған болса, бу дөләтни вә қошна дөләтләрни сайаһәт қилип, дунйа күлтүрлири вә динлириға охшаш нурғун саһәдә дунйаға тонулған мәркизи бир йәрдә йашашқа наил болиду.
силәрму чәтәлдә алий маарип тәрбийәси алғандин кейин мәсилиләрниң бирла һәл қилиш йоли йоқлиқини, пәрқлиқтәк көрингән нурғун нәрсиниң әслидә охшаш икәнликини чүшинип йетиш билән биргә, дунйаға әтраплиқ нәзәр селишқа вә турмушта дуч кәлгән мәсилиләргә соғаққанлиқ билән муамилә қилишқа башлайсиз. силәр билән хошлиштин илгири бир ишни әслитип қойайли.
биз билән дедарлишиш үчүн бир һәптә сақлашниң һаҗити йоқ. тор бетимиз, Facebookтики TRT Horizonсәһпимизни изчил зийарәт қилип, сөһбәт хатирлиримиз, видиолиримиз, фото-сүрәтлиримиз вә мәзмунлуқ пирограммилиримиздин бәһриман болсаңлар болиду.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر