вапат болғанлиқиниң 76 – хатирә йилида ата түркни чүшүнүш

түркийә җумһурийитиниң қурғучиси, даһи мустапа камал ататүрк 1938 – йил 10 – нойабирда вапат болди. башқа барлиқ катта рәһбәрләргә охшаш ататүркниңму нурғунлиған утуқлирини санап өтүшкә болиду.

201832
вапат болғанлиқиниң 76 – хатирә йилида ата түркни чүшүнүш

түркийәниң вә дунйаниң күнтәртипи – 98
«вапат болғанлиқиниң 76 – хатирә йилида ата түркни чүшүнүш»

түркийә җумһурийитиниң қурғучиси, даһи мустапа камал ататүрк 1938 – йил 10 – нойабирда вапат болди. башқа барлиқ катта рәһбәрләргә охшаш ататүркниңму нурғунлиған утуқлирини санап өтүшкә болиду, әлвәттә. бу утуқларниң ичидә дөләтни идарә қилишта җумһурийәт түзүминиң бәрпа қилинғанлиқи әң алдинқи қатарда туриду. бу йил қурулғанлиқиниң 91 – йили хатирилиниватқан җумһурийәт түзүми тәхминән 600 йиллиқ османли емпирийәси ағдурулғандин кейин қурулған иди. 19 – әсирдә османли дәвридә башланған ғәрблишиш һәркити әйни чағда ғәрбтә оттуриға чиққан җумһурийәт түзүми билән раса әвҗигә чиқти. бу әһвал сийасий тарих нуқтисидин қариғанда бир нәтиҗә иди. бу нәтиҗини қисмән ататүркниң түрмүши вә сийасий һайатиниң тайанчи һесаблинидиған ғәрблишиш иддийәсигә, йәнә қисмән османли дәвриниң биринҗи дунйа уруши мәзгилидики йеңилинишигә бағлап чүшүнүшкә болиду.
барлиқ башламчи рәһбәрләргә охшаш ататүркниң әмәлгә ашурған хизмәтлиридиму һәм өзиниң рәһбәрлик салаһийити, һәм дәврниң шәр – шараитлири асаслиқ рол ойниған иди. демисиму рәһбәрләр дәврниң роһини интайин йахши чүшнүп йәткән, өз дөлити вә хәлқиниң мәнпәәти үчүн зөрүл болған хизмәтләрни ишқа ашуралиған, йирақ көрәр сийасәтчиләрдур. бу хил рәһбәрләр өз ғайиси билән дәврниң шәр – шараитлирини тоғра вә үнүмлүк бир шәкилдә машлаштурған болиду. бирақ шундақ бир һәқиқәтму барки, мәлум бир дәврдики бәлгилимиләр заманниң роһидики өзгиришләр алдида йеңилинишқа вә техиму күчләндүрүлүшкә еһтийаҗлиқ болиду. бу әһвал түркийә үчүнму охшашла инавәткә игә әлвәттә.
төвәндә мармара университети сийасәт билимлири вә хәлқара мунасивәтлири факутети оқутқучиси пирофессор доктор рамизан гүзәнниң мәсилигә мунасивәтлик анализини диққитиңларға сунимиз.
*** **** *** **** * *** ****** ****** ******* ******
дәрвәқә атартүркниң бүгүнму күчкә игә алаһидиликлиридин бирси әқил мәркәзчиликни вә илмий ғайини асас қилғанлиқидур. ататүрк әслидә ислам дини тәвсийә қилған пиринсипларниң бирси һесаблинидиған ратсионаллиқниң муһимлиқини вә керәкликини қаттиқ тәкитлигән иди. ислам дунйасиниң тарих чоңқурлуқилирида мавҗут болған әмма узундин мәзгилдин буйан унтулуп қелинған әқил – нәқил (текист) муназирлиридиму, ататүркчә әқил мәркәзчиликниң муһимлиқини алдинқи пиланға чиқарғанлиқини вә җикилгәнлкини көрүвалғили болиду. демәк ислам пикир тарихидики матуридийлиқ вә мөтизиллә еқимлири илгири сүргән әқил мәркәзчилик нәзрийәси ататүрк тәрипидин заманивий дунйаға кәчүрүп келингән иди. ататүркниң әқил мәркәзчилик нәзрийәси йалғуз ислам пикир тарихинила әмәс, өз нөвитидә йәнә заманивилишиш пәлсиписини өзигә асас қилған иди. ататүркниң асас қилғини 19 – әсир әдәбий ойғунуш дәври тәрипидин оттуриға чиқирилған ратсионал қарашлар иди. ратсионаллиқ әқил мәркәзчиликни вә заманивелишишни илгири сүргини билән әмәлийәттә динниң түрмүштики роли вә орни һәққидә пассип, мәнмәнлик еңиға игә иди. шуңа түркийәдики ратсионал бәлигилимиләрму хәлқниң диний түрмуши җәһәттә бәзи чәклигүчи вә йәклигүчи сийасәтләргә сәһнә болди. түркийә җумһурийитиниң бәлгилик мәлум мәзгилидә ататүркниң қисмән хата чүшүнивелинғанлиқи түпәйлидин бәзи хата бәлигилимиләрниңму йолға қойулғанлиқи һәммигә мәлум.
дәрвәқә, ататүрк қалдуруп кәткән мирасларниң әң муһимлиридин бирси җумһурийәт түзмигә йуғурулған «хәлқ ирадиси» дегән уқумдин ибарәттур. «һакимийәт қәйтсиз вә шәртсиз хәлққә мәнсуптур» пиринсипи дәл шуниң әмәлий ипадиси иди. хәлқ һакимийити пиринсипини иҗра қилиш басқучлуқ шәкилдә 1931 – йилида, андин 1950 – йилида бивастә сайлам өткүзүш йоли арқилиқ ишқа ашти. кейинки чағлардики демократийәлишиш мәзгилидә көрүлгән хата бәлгилимиләрни атартүрккә иттирип қойуш қәтий тоғра әмәс.
мәсилән؛ демократийәниң вә дөләт органлириниң һәрбий өзгириш билән бикар қилиниши вә буниң орниға материйализмчә системиларниң қурулуши әҗиба ататүркниң мирасимидур? әлвәттә йақ. чүнки ататүрк сийасәт билән шуғулланмақчи болған һәрбийләрниң чоқум һәрбий формилирини чиқирип ташлиши керәкликини ейтқан иди. түркийәдә 1960 -, 1971 -, 1982 – вә 1997 – йилидики һәрбий өзгиришләр әслидә ататүркниң «хәлқ ирадиси» пиринсипини айақ асти қилғанлиқтин башқа нәрсә әмәс.
ататүрк ғәрблишиш, җумһурийәт, әқил мәркәзчилик вә хәлқ ирадисини түп мәнбә қилған түркийә җумһурийитиниң йәнә бир муһим пиринсипи болса, «йуртта тинчлиқ, җаһанда тинчлиқ» пиринсипи болуп һесаблиниду.
түркийә җумһурийити ататүркниң һайат мәзгилидә йәни 1923 – йилидин 1938 – йиллириғичә болған мәзгилдә һәқиқәтәнму интайин тинчлиқпәрвәр бир сийасәт тутқан иди. әшу қейин шараитларда оттуриға қойулған барлиқ ташқи сийасәтләр вә хәлқара мунасивәтләрдики пүтүн мәсилиләр тинчлиқпәрвәр йоллар арқилиқ һәл қилинған шуңа уруш - тоқунушқа қәтий кирип қалмиған иди. ататүрк әйни чағдики тәсири әң күчлүк моссолин, ситалин вә гитлер қатарлиқ урушхумар рәһбәрләрни қәтий доримиған вә тоңпуқлуққа игә тинчлиқпәрвәрлик сийаситидә чиң турған иди. түркийәни урушқа иттирип қойидиған мәсиилләрдин узақ туруп йаки келишим йоли арқилиқ һәл қилишқа тиришқан иди. бу сийасәтләрниң әң типик мисали мундақ:-
түркийә 1934 – йилда балқан әһдинамисигә, 1937 – йилида саадабад әһдинамисигә, 1932 йилида милләтләр җәмйитигә қошулған болуп, әнгилийә, фирансийә, совет еиттипақи қатарлиқ нурғунлиған дөләтләр, һәтта италийә, гиретсийә, иран қатарлиқларму титнчлиқ келишимигә имза қойған иди. бу әнәннә 2 – дунйа уруши вә шуниңдин кейинки мәргизләрдиму асасий җәһәттин җари болуп кәлди. бирақ түркийәниң соғуқ уруш дәври вә шуниңдин кейинки бәзи уруш – туқунушларға қатнишишиниң мәзкур пиринсипларға дәхли йәткүзгәнликиниму тилға елишқа тоғра келиду. худди әқил мәркәзчилик вә хәлқ ирадиси пиринсиплириниң җари қилдурулишиға охшаш ташқи сийасәтни иҗра қилиштиму бәзи қейип кетишләрниң көрүлгәнликини қобул қилиш лазим.
хуласилап ейтқанда, ататүрк рәһбәрликидики әқил мәркәзчилик, хәлқ ирадиси вә тинчлиқпәрвәр ташқи сийасәтни асас қилған җумһурийәтниң бүгүнки күндиму давамлишиватқанлиқи, ататүркниң рәһбәрлик нишани испатлап бәрмәктә. өтмүштики бәзи хата иҗраатларни мәсилән қалпақ кейишкә мәҗбурлаш қатарлиқларни бир чәткә қайрип қойуп, ататүркни бүгүн қайтидин оқуш вә чүшүнүш интайин пайдилиқ болғуси. тәбиийки, ататүркму илһам алған исламий вә йәршари характерлик қиммәт қарашларниң нурини даим йорутқан һалда иш қилишқа тоғра келиду. һәр даим униң роһини қайта қайта оқуп чүшүнүп, әмма һәргизму заманға мас кәлмәйдиған позитсийәдә болмастин илгириләш лазим.
йуқирида мармара университети сийасәт билимлири вә хәлқара мунасивәтләр факолтети оқутқучиси пирофессор доктор рамизанниң гөзәнниң мәсилигә мунасивәтлик анализини диққитиңларға сундуқ.

 


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر