сәлчуқ университети -2

конйа шәһридики сәлчуқ университети һәққидә

186450
сәлчуқ университети -2

өткән һәптә һузур вә аманлиқниң пайтәхти дәп қарашқа болидиған бир шәһәрни, йәни конйа шәһри билән бу шәһәрдики сәлчуқ университетини тонуштуруп өткәнидуқ. бу һәптиму сәлчуқ университети мәктәп мудири пирофессор доктор һакки гөкбәл билән өткүзгән сөһбитимизни қалған йеридин двамлаштуримиз.
мәктәп мудиридин сәлчуқ университетида қайси дөләттин қанчилик оқуғучи барлиқини вә бу оқуғучиларға йаритип берилгән шараитлар һәққидә гәп қилип беришини өтүндуқ, у бу һәқтә мундақ деди: «хәлқаралиқ өлчәмләргә мунасип бир алий мәктәп болуш бизниң алий ғайлиримиздин биридур. бу мунасивәтлик билән, мәктипимиздин оқуш пүттүргән вә башқа дөләтләрдин кәлгән чәтәллик оқуғучилиримизғиму алаһидә әһмийәт берип қоллап келиватимиз. шундақла, изчил йеңилиқ йаритишни вә сүпәт күлтүрини өзигә пиринсип қилған сәлчуқ университети, риқабәтчи алий мәктәп қурулмиси билән йавропа алий маарип саһәсидә нопуз тикләшкә тиришмақта. нөвәттә алий мәктипимиздә фирансийә, германийә, исраилийә, афғанистан, тайланд вә норвегийә қатарлиқ дөләтләр болуп җәмий 86 дөләттин 1032 чәтәллик оқуғучи тәлим-тәрбийә көрмәктә. булардин сирт мәктипимизниң һәр қайси пакултет вә алий техникомлирида оқутучилиқ қиливатқан 14нәпәр чәтәллик оқутқучимиз бар. шундақла, чәтәллик оқуғучиларға қаритлған әрасму вә мәвлана маарип пирограммилири, ташқи алақә билән чәтәллик оқуғучи таллаш имтиһани корординатсийәси қатарлиқлар актип хизмәт қилмақта.
сәлчуқ университетида әрасмус қатарлиқ һәр хил оқутқучи-оқуғучи алмаштурш вә һәмкарлиқ пирограммилири билән кәлгән чәтәллик оқуғучиларниң заманиви муһитта йетип қопуши үчүн әрасму өйлири бәрпа қилинди.
әрасмус өйлири лайиһәси мәктипимиздин башқа җайларда йоқ. бинада 48 йатақ болуп, җәмий 96 адәм сиғиду. һәр қайси пирограммилар даирисидә алий мәктипимизгә кәлгән оқуғучилар түрк оқуғучиларға қандақ шараит йаритип берилгән болса уларму охшашла пайдилиналайду. һазирғичә һәр хил пирограммилар даирисдә мәктипимизгә кәлгән чәтәллик оқуғучиларниң йуқири баһасиға еришип келиватимиз.»
мәктәп мудиридин чәтәллик оқуғучиларниң немә үчүн конйа шәһригә келиши керәкликини соридуқ. у бу һәқтә мундақ деди: «инсанийәт тарихида әң қәдимий туралғу маканлардин һесаблинидиған вә анадолу сәлчуқийлириниң пайтәхти болған конйа, тарихий йипәк йолиниң әң муһим сода вә қоналғу мәркизи икәнлики мәлум. конйа йәнә мәвлана җалаладин румиға саһибханлиқ қилған болуп, өзини сөйгү, достлуқ вә мәрһәмәт шәһри сүпитидә дунйаға тонутқан. бу сәвәблик конйа хәлқаралиқ өлчәмгә йәткән, чәтәлдин кәлгән һәр зийарәтчигә қандақ муамилә қилған болса, оқуғучиларғиму кәң қучақ ачқан тарихий шәһәрдур. чәтәллик оқуғучиларға һәр қайси җәһәтләрдә толуқ шараит йаритип берәләйдиған алаһидиликкә игә болған шәһримизниң мистик қурулмисиму алаһидә диққәт қозғайду. булардин башқа, шәһримизниң гиополитик орни йәни пайтәхт вә башқа шәһәрләргә йеқин болуши вә қатнашниң техиму қолай болуши үчүн қуруқлуқ, төмүрйол вә һавайоли шараитлириниң мунасип болушиму шәһримизни вә алий мәктипимизни алаһидә җәзбидар қилған муһим амилдур.»

мәктәп мудиридин чәтәллик оқуғучиларниң немә үчүн сәлчуқ университетини таллиши керәкликини соридуқ. у мундақ җаваб бәрди: «сәлчуқ университети болуш сүпитимиз билән хәлқаралишшиқа вә хәлқаралиқ өлчәмләргә йетишкә наһайити әһмийәт беримиз, бу җәһәттә чәтәлдики нурғун алий мәктәпләр билән оқу-оқутуш саһәсидә нурғун келишимләрни түздуқ. бу һәмкарлиқимиз билән һәм алий мәкитпимиздин һәмдә чәтәлдин оқутқучи вә оқуғучи алмаштуруш пирограммисини техиму күчәйтишни мәқсәт қилимиз. бу даиридә чәтәллик оқуғучиларни өзимизниң йәрлик оқуғучилириға охшаш көрүшкә алаһидә әһмийәт беримиз. буларниң конйада йетимсирап йаки ғериплиқ һес қилмаслиқи үчүн һәр хил имканийәт вә асанлиқини йаритип бәрдуқ.
сүпәтлик маариптин башқа, ул әслиһә қурулушини йахшилашқа алаһидә әһмийәт бәргән бир мәктәптә тәлим-тәрбийә көрүшни арзу қилған бир чәтәллик оқуғучи сәлчуқ университетини таллиса һәргизму пушайман қилмайду.»
мәктәп мудиридин ахрида чәтәллик оқуғучиларни мәктәпкә меһман сүпитидә тәклип қилип қилмайдиғанлиқини соридуқ, у мундақ җаваб бәрди: «гәрп тилимиз охшаш болмисму, әмма һәммимиз инсанмиз. биз инсанлиқниң тәқәззаси болған ишларни қилишқа тиришип келиватимиз. меһмандостлиқимиз бу әнәнимиздин келиду. бу мәқсәттә мәйли меһмандостлиқимизниң ипадиси болсун, мәйли хәлқаралиқ өлчәмләргә йетиш ғайимизниң роһий асасән, чәтәллик оқуғучиларни мәктипимиздә күтимиз. түркийә вә конйани өзлириниң иккинчи вәтини сүпитидә көрүшлирини арзу қилимиз. күлтүримизни, өрп-адәтлиримизни вә әнәнлиримизни уларға тонуштурайли. охшашла уларниңму күлтүрини тонуп, өз-ара чүшәнчә һасил қилайли. сәлчуқ университетиниң бир әзаси болуштәк үстүнлүкни уларғиму сиңдүрәйли. бу сәвблик чәтәллик оқуғучиларға алий мәктипимизниң дәрвазси һәр даим очуқ.»


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر