украинада өткүзүлгән омумий сайламлар һәққидә

украинада өткүзүлгән омумий сайламлар һәққидә қисқичә мулаһизә

178268
украинада өткүзүлгән омумий сайламлар һәққидә

бу йил май ейида пирезидентлиққа сайланған петро порошенко авғуст ейида украина парламенти радани бекар қилип, парламент сайламлириниң қайтидин өткүзүлүшини қарар қилғаниди. пирезидент пороншенкониң мәзкур қарари даирисидә украинада 26-өктәбирдә парламент сайлими өткүзүлди. сайламларға қатнишиш нисбити 50% әтрапида болди. украина радасидики 450 орундуқ үчүн 29 партийәдин 3114, 3556 мустәқил намзат риқабәтләшти. рус тәрәпдари болған бөлгүнчи күчләр тизгини астидики конетск вә луганстики 15 сайлам мәркизи вә русийәгә мәҗбурий қошувелинған қирим вә сәвастополда сайламлар өткүзүлмиди. сайламларни 41 дөләттин 2000дин артуқ көзәткүчи назарәт қилди. украина мәркәз сайлам комитети украинадики сайламларға русийәдин көзәткүчи кәлгмигәнликини уқтурди. бирақ кирмел идариси башлиқи игор иванов, украинадики сайламларни етирап қилидиғанлиқлирини җакарлиди. рада сайламлирини охшимиған дөләтләрдин кәлгән 1000ға йеқин мухбирму көзәтти.

35 милйон сайлиғучи болған украинада рада сайлими йәни парламент сайлими наһайити тинч өтти. украина ички ишлар министириниң мәслиһәтчиси антон гершенко сайламларда һәр қандақ бир террорлуқ қилмишиниң садир болмиғанлиқини билдүрди. сайлам өткүзүлгәндин кейинла бәзи сийасәтчиләр сайлам җәрйанида террорлуқ қилмишиниң садир болғанлиқини илгири сүрүшкән иди. пирезидент порошенко 3 милйон сайлиғучиси болған донбасс районида аваз бәрди. бирақ бу районниң сайлиғучилири аваз берәлмиди.
парламинет сайламлириниң ғәйри рәсмий нәтиҗилиригә қариғанда, күчлирини бирләштүргән рәһбәрләр сайламда утуп чиққан. пирезидент порошенко, кийив шәһәрлик һөкүмәт башлиқи витали киличко вә динепропетеровиски валийси, олигарх игор коломойвкий қатарлиқлар рәһбәрлик қилған порошенко тәрәпдари сайлиғучилар 23% авазға еришип сайламда биринчи партийә болуп чиқти. баш министир арсений йатсинйук, парламент башлиқи александер турчинов вә ички ишлар министири арсен аваков рәһбәрликидики хәлқ фиронти сайлиғучилири болса 21% авазға еришип иккинчи партийә болди.
украинада сайлам чеки 5% болуп ғәйри рәсмий сайлам нәтиҗилиригә көрә, 7 партийә бу сайлам чекидин һалқип өткән. ливов шәһәрлик һөкүмәт башлиқи андрей садойовниң самопомош партийәси сайлиғучилириниң 13%авазиға еришип үчинчи партийә болди. башқа 4 партийә енергийә ишлири министири йурийв бойно рәһбәрликидики өктичиләр лагери 7%, милләтчи олег лайашкониң радикаллар партийәси 6%, тимошенкониң баткившина партийәси вә сивобода партийәси 5% авазға еришти. 2012-йили өктәбирдә өткүзүлгән рада сайламлирида утуп чиққан районлар партийәси бу қетимқи сайламға қатнашмиди. бу сайламниң йәнә бир алаһидилики болса, коммунист партийәсиниң украина тарихида тунҗи қетим сайлам чекигә йетәлмәслики болди.

украинада бу йилниң бешида асасий қанунға өзгәртиш киргүзүлгән болуп, йеңи асасий қанунға асасланғанда, пирезидентниң һоқуқи көринәрлик дәриҗидә қисқартилған, парламентниң һоқуқи болса кеңәйтилгән. бу сәвәблик, украиналиқ сийасәтчиләр нуқтисидин бу сайламниң әһмийити интайин муһим. сайламларға 29 партийәниң қатнишишиниму бу җәһәттин изаһлисақ болиду. шундақла, ғәрб тәрәпдарлири омумий сайлам өткүзүш арқилиқ сабиқ пирезидент виктор йанукович тәрәпдари болған сийасәтчиләрни кийивдин йирақлаштурди. украина сайлиғучилири бу қетимқи сайламларда соғуққанлиқ билән һәрикәт қилип, радикал милләтчиләргә аваз бәрмиди. радикалларниң бир қисми сайлам чекидин аран һалқип өтәлиди.
сайламлардин кейин йулийа тимишонкониң баткившина партийәси порошенкониң рәһбәрликидә қурулидиған бирләшмә һөкүмәтни қоллайдиғанлиқини җакарлиди. сайлам нәтиҗилиригә көрә, һазирчә һакимийәттә көринәрлик дәриҗидә өзгиришләр болуп кетидиғандәк әмәс. йеңи һөкүмәт бирләшмә күчләр тәрипидин тәшкил қилинидиғанлиқи сәвәблик, баш министир йатсенйук вәзиписини давамлаштуриду. верховний радада қурулидиған ғәрб тәрәпдари бирләшмә һөкүмәтниң иши наһайити қийиндәк турмақта. чүнки украинада ички уруш давамлашмақта. кийивдә имзаланған уруш тохтитиш келишми һәр күни дегүдәк дәпсәндә қилинмақта. өткән һәптә мисирдин йардәм буйумлири алған бөлгүнчи күчләр нойабирниң бешида өз алдиға сайлам өткүзидиғанлиқлирини уқтурди. қиш йеқинлишиватиду. русийә-украина оттурисидики енергийә мәсилиси толуқ һәл болғини йоқ. һәммидин муһими, украина дунйа күчлириниң ойун мәйдани болуп қелишни давамлаштуридиғандәк қилиду.
бу қетимқи сайламларда қирим татарлириниң нопузлуқ затлиридин қирим татар миллий мәҗлисиниң сабиқ башлиқи мустафа абдуҗәлил қиримоғлу билән мәҗлисниң һазирқи башлиқи рәфат чубаров, петро порошенко лагериниң намзати болди. бу қирим татар мәҗлисиниң русийәгә қарши күрәшлириниң давамлишидиғанлиқини көрситип бериду. бәлким буниңдин кейин қирим татар мәҗлиси паалийәтлирини украинада давамлаштуриду. чүнки қиримда мәҗлискә болған бесим күндин-күнгә күчәймәктә. өткән қетим рус тәрәпдари болған қирим татарлири русийә миқйасида тәшкиллинидиғанлиқлирини җакарлиған иди.
рада сайламлириға қатнишиш нисбитиниң төвән болушини украинада һөкүм сүрүватқан сәлбий кәйпийат нуқтисидин изаһлисақму хаталашқан болмаймиз. пириздентлиқ сайламлиридин кейин рада сайламлиридиму утуп чиққан ғәрб тәрәпдарлири өз-ара иттипақлишип украинаниң земин пүтүнлүкини қоғдаш, ички урушни тохтитип украиналиқ русларниң көңлини майил қилиш, қиримни русийәдин қайтурувелип йавропа иттипақи билән маслишиш қәдимини тезләштүрүш қатарлиқ нурғун вәзипилири бар.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر