шәнол гөканиң қисқичә һайати

‹күнтәртиптики шәхс› намлиқ сәһипимизниң бүгүнки бөлүмидә, түркийә радийо – телевизийә идариси – TRT баш мудири шәнол гөканиң қисқичә һайати билән тонушуп чиқимиз.

178278
шәнол гөканиң қисқичә һайати

түркийә авази радийоси: ‹күнтәртиптики шәхс› намлиқ сәһипимизниң бүгүнки бөлүмидә, түркийә радийо – телевизийә идариси – TRT баш мудири шәнол гөканиң қисқичә һайати билән тонушуп чиқимиз.

2014- йили 22- өктәбирдә түркийә радийо – телевизийә идариси – TRT ниң йеңи баш мудирлиқиға тәйинләнгән шәнол гөка 1962- йили 5- мартта түркийәниң дәнизли вилайити чал наһийәсиниң дәнизләр йезисида дунйаға кәлди. башланғуч, толуқсиз вә толуқ оттура мәктәпләрни дәнизлидә оқуди. 1985- йили мармара университети мәтбуат – нәшрийат алий техникоминиң радийо – телевизийә кафедерасини пүттүрди вә TRT ниң шу йиллиқ йардәмчи филим ишлигүчиләрни таллаш имтиһаниға қатнишип TRT ға киришкә мувәппәқ болди. TRT ниң йардәмчи филим ишлигүчиләр курсини тамамлиғандин кейин 1986- йили 20 – майда TRT анталйа радийосиға вәзипигә тәйинләнди.

анталйа мухбирлар җәмийитиниң әзаси болған шәнол гөка, TRT да рәт тәртипи бойичә филим ишлигүчи, әнқәрә радийосиниң мудирлиқи, радийо башқармисиниң башлиқлиқи вә TRT чәт әл тиллири аңлитиш башқармисиниң башлиқилиқи қатарлиқ вәзипиләрни өтиди. 2012- йилидин 2014- йилиғичә баш министирлиқ мәһкимисидә вақитлиқ мәслиһәтчи болуп ишлиди.

2014- йили 6- айниң 25- күни TRT ниң муавин баш мудирлиқи вә идарә ишлири оргининиң әзалиқиға тәйинләнгән гөканиң көп санда илмий мақалә вә ликсийәлиридин сирт, «инсан вә макан», «сөз учар, йазма қалар», «һәрһалда инсан», «сийасәт, медийа вә униң зеһнимдә әкс етиши», «радийо болуши лазим», «бир бармиш, бир нурмиш» қатарлиқ алтә парчә китаби бар.

шәнол гөка түркийә радийо – телевизийә алий оргини тәрипидин 2014- йили 22- сентәбирдин 8- өктәбиргичә қобул қилинған TRT баш мудирлиқи үчүн илтимас сунған онларчә намзатниң арисидин талланған үч кишиниң бири болуп, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәстиқлишидин кейин, исми рәсмий гезиттә елан қилинип TRT баш мудирлиқ вәзиписини өтәшкә башлиди.

инглизчини йахши билидиған шәнол гөка өйлүк – учақлиқ болуп, 3 пәрзәнти бар.

йуқирида ‹күнтәртиптики шәхс› намлиқ күнтәртиптики муһим шәхсләр тонуштурулидиған сәһипимизниң бүгүнки бөлүмидә, түркийә радийо – телевизийә идариси – т р т баш мудири шәнол гөка билән тонушуп чиқтуқ.

 

мәнбә: т р т


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر