түркийәниң вә дунйаниң күнтәртипи – 95

173254
түркийәниң вә дунйаниң күнтәртипи – 95

түркийәниң вә дунйаниң күнтәртипи – 95
«түркийә - йавропа иттипақи мунасивәтлиридә киризис вә униңдин қутулуш тиришчанлиқлири»

түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири, болупму түркийәниң йавропа иттипақиға толуқ әза болуш музакирилири узун заманлардин бири наһайитиму аста кетип бармақта. вәһаләнки тулуқ әза болуш музакирилири 3 – өктәбир 2005 – йили башланғандин кейин барғанчә игирилигән шәкилдә давамлишиши күтүлгән иди. һәтта түркийәниң йавропа иттипақиға толуқ әза болидиған йили һәққидә ениқ вақитларму берилишкә башлиған иди. бәзиләр 2014 – йили десә, йәнә бәзиләр 2023 – йили толуқ әза болидиғанлиқини тилға елишқан иди. бирақ бу илгириләшләр бирдинла ишәнгүсиз бир шәкилдә астилап кәтти. түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлириниң йуқири өрләватқан сүрити бирдинла төвәнләшкә башлиди. музакирә басқучида ечилип - йепилши керәклик болған 35 музакирә маддисидин 14 мадда йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң қарарлири билән тоңлитип қойулди. торкийәниң әза болуши йолидики тосалғулар вә қейинчилиқлар барғанчә көпийишкә башлиди. йавропа иттипақи вә түркийә җамаәтчиликини һәйранлиқта қалдурған бу хил әһваллар арқиму - арқидин оттуриға чиқишқа башлиди.
бу тәтүр кетишниң сәвәби зади немә? немә үчүн түркийәниң йавропа иттипақиға әза болуш басқучи бирдинла арқиға кетишкә башлиди? немә үчүн 2005 – йили йуқири пәллигә чиққан бу әзалиқ басқучи 2 йил ичидила йәргә урулушқа башлиди?
бу соалларниң көп хил җаваби болушиму мумкин, бирақ техиму чүшүнүшлүк болуши үчүн қопалрақ қилип, икки бөлүмгә айришқа тоғра келиду.
төвәндә мармара университети сийасий илимләр вә хәлқара мунасивәтләр факултети оқутқучиси пирофессор доктор рамизан гөзәнниң мәсилигә мунасивәтлик анализини диққтиңларға сунимиз.
** *** *** ***** ***** ****** **
нуқтилиқ сәвәбләрниң биринчиси, йавропа тәрәптин хусусән қилип ейтқанда германийә вә фирансийәниң позитсийәсидики өзгириш болди. йавропа иттипақиниң әң асаслиқ әзасилиридин бирси болған германийәдә маркелниң, фирансийәдә болса, саркозиниң һакимийәт бешиға келиши, йавропа иттипақиниң түркийәгә болған көз қаришини сәлибийләштүрүшкә йол ачти. бу икки рәһбәр вә уларниң тайанчи болған консерватип хиристийан демократчи гуруппилар түркийәниң тулуқ әза болса болмайдиғанлиқини бирақ "имтийазлиқ әза"болалайдиғанлиқини илгири сүрүшкә башлиди. йәнә бир тәрәптин йавропаниң идарий органлиридиму түркийәгә вә мусулман кимликигә мунасивәтлик сәлибий позитсийәләр баш көтүрүшкә башлиди. қисқартип ейтқанда "İslamafobya" йәни "исламға өчмәнлик қилиш һәрикити" дәп тонулған еқимлар өз нөвитидә йәнә түркийәниң әза болишиғиму қарши чиқти. буниңға қошумчә сүпитидә қибрис (сипрус) мәслиси сәвәбидин фирансийә билән қибрис рум тәрәп бирликтә музакирә маддилирини тоңлитип қойушни ишқа ашурди. ахирида йавропа кишилик һоқуқ мәһкимисиниң түркийәдики баш йағлиқи әркинлики мәслисигә чиқарған сәлибий қарари, түркийәниң образиға қарита сәлибий көз қарашни пәйда қилди. гәрчә әмәлийәткә уйғун болмисиму бу әһваллар "түркийә диний кимлики сәвәбидин йахтурулмайватиду" дегән чүшәнчини пәйда қилиш билән нәтиҗиләнди.
бу сәлибий әһвалларниң түркийәдә интайин йахши херидарлири вә сетиқчилириму бар иди, әлвәттә. буниңға параллел шәкилдә түркийә тәрәптинму йавропа иттипақиға әза болушқа қарши пикирләр тәрәққий қилишқа башлиди. буларниң ичидә әң муһими түркийәдә болупму һәрбий бийукратларниң вә қоллиғучилириниң йавропаға қарши тәтүр тәшвиқ башлитиши болди. бу актийорлар түркийә әгәр йавропа иттипақиға әза болса, ататүрк инқилабиниң чекинип кетидиғанлиқини илгири сүрәтти. булар җамаәтчилик вә медийаниң қоллишини мәлум дәриҗидә қолға кәлтүрди. "хәлқчиләр" дәпму тунулидиған бу еқим түркийәниң йавропа иттипақиға әза болмаслиқи керәкликини 2007 – йилидики җумһурийәт йиғинлиридиму тилға елишти.
һәрбий бийукратларниң вә "хәлқчиләр" еқиминиң бесими адаләт вә тәрәққийат партийәси һөкүмитигә шундақла қоллиғучилириғиму тәсир көрсәтти. йавропа иттипақиға әза болушниң түркийәниң кимликигә вә мәнпәәтигә мас кәлмәйдиғанлиқини илгири сүридиған қарашлар йуқири өрләшкә башлиди. бу қарашлар түркийәниң әсли орниниң оттура шәрқ йаки йавроасийа икәнликини илгири сүрүши билән тәң хәлқараниң вәзийтиму буниңға машлишип бәрди. оттура шәрқ, балқан вә кавказ районидики гиополитикилиқ вә бихәтәрлик мәслиләргә диққәтни бурап, түркийәни бу мәсилиләрни һәл қилиш тәрәпкә йүзләндүрди.
бирақ әң муһим амил түркийәниң 2007 – йилидин етибарән терролуққа қарши күрәш қилиш мәқситидә қәдәмму - қәдәм оттура шәрққә йүзлиниши болди. түркийә америка вә бәзи йаропа иттипақи дөләтлириниң қоллап - қуввәтлиши билән оттура шәрқтә рол ойнашқа вә һәтта районда түзүм орнитиш үчүн тиришчанлиқ көрситишкә башлиди. бу басқучта пирезидент обама вә әйни чағдики ташқи ишлар менистиримиз әһмәт давутоғлу интайин чоң ролларни ойниған болди. обама һөкүмити район характерлик мәсилиләрни һәл қилишта "өрнәк шерик" қуруп чиқти. 2009 – йилидики "өрнәк шерик" вә 2011 – йилидики әрәб баһари түркийәни йавропа иттипақидин узақлаштуруп район характерлик мәсилиләрниң ичигә тартип кирди. мана сүрийәдики ички уруш вә униңдин кейинки "и ш и д"ниң террорлуқи бу әһвалларниң йетип кәлгән ахирқи басқучи иди.
әлвәттә түркийә оттура шәрқтин вә район характерлик мәсилиләрдин узақта қалалмайду. бәлки райондики мәсиләрниң һәл қилинишиға төһпә қошиду вә қошуши лазим. бирақ шуниси ениқки, түркийәниң оттура шәрқ йаки башқа бир районда рол ойниши, түзүм орнитишқа тиришиши вә башқа паалийәтлири һәргизму йаропа иттипақиға азалиқ қаришиниң сиртида әмәс әлвәттә. чүнки йаропа иттипақиға әзалиқ нуқтинәзири түркийәниң демократийә, байашатлиқ, муқимлиқ вә тәрәққий қилиши үчүн асас һәм иканийәтләрни йаритип бериду. әслидә түркийәниң башқа районлардики утуқиму бу нуқтинәзәрниң утуққа еришиши билән тәң танасипқа игә һесаблиниду. түркийәниң районда вә пүтүн дунйада тәсири өткүр һалға келиши үчүн бу қиммәт қарашларни тәрәққий қилдүриши зорүр. болупму "и ш и д"ға охшаш террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәштә, районда муқимлиқниң ишқа ешишида вә башқа дөләтләргә йол башчи йаки үлгә болушта йавропа иттипақиниң әзалиқи вә қиммәт қарашлириниң әһмийити интайин чоң.
бу әмәлийәт алдинқи йили қисмән нәзәрдин сақит қилинған болсиму, мана әмдиликтә қайтидин күттәртипкә кәлди. волқан бозқирниң йаворпа иттипақи ишлири министирликигә тәйинлиниш билән тәңла башлиған хизмәтлири бу җәһәттә бир үмит нури пәйда қилмақта. министир волқан бозқирниң рәһбәрликидә елан қилинған түркийәниң нөвәттики йавропа иттипақи истратегийәси, мунасивәтләрни йахшилаш вә йеңидин күчәйтишкә йүзләнмәктә. бу тиришчанлиқларниң йавропа иттипақи тәрипидинму қоллап - қуввәтлиниши ениқ. маркел вә саркози тәрипидин пәйда қилинған сәлибий қарашларниң йоқулиши үчүн өзара йеқинлишиш интайин муһим. бу тәққәззалар оттура шәрқтә йүз бериватқан вәқәләр сәвәбидин йәнә бир қетим күнтәртипниң әң йуқири пәллисидин урун алди. йавропа иттипақиниң район вә түркийәдики һәтта пүтүн хәлқарадики бу хил мәсилиләрни һәл қилалиши үчүн түркийәниң йавропа иттипақиға әза болушиниң нәқәдәр муһимлиқи мана әмди техиму рошән намайан болушқа башлиди.
йуқирида мармара университети сийасәт билимлири вә хәлқара мунасивәтләр факолтети оқутқучиси пирофессор доктор рамизанниң гөзәнниң мәсилигә мунасивәтлик анализини диққитиңларға сундуқ.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر