и ш и д, ғәрбниң арилишиши вә түркийә

сүрийә билән ирақта наһайити ғәлитә шәкилдә пәйда болған ирақ шам ислам дөлити тәшкилати (и ш и д) америкини мәзкур районға қайтуруп кәлди.

164536
и ш и д, ғәрбниң арилишиши вә түркийә

түркийә авази радийоси: ислам дунйаси қайтидин шиддәтлик вә вәйран қилиш характерлик урушқа дуч кәлди. мусулман дунйасиниң әнәниви сүнний мәркәзлири һесаблинидиған сүрийә билән ирақта уштумтут пәйда болған вә наһайити ғәлитә шәкилдә алдиға чиққан һәрбий күчләрни йеңип, 25 милйон нопусқа игә җайни контрол қилалайдиған күчкә айланған ирақ шам ислам дөлити тәшкилати (и ш и д), америкини йәнә бир қетим мәзкур районға қайтуруп кәлди. шуниң билән, пүтүн сийасий нопузини вә бар дейилгәндә сеһрий күчини урушқа қарши туруш һәмдә тинчлиқпәрвәрликниң үстигә тиклигән америка пирезиденти қайтидин ирақта уруш башлиди. чоң буш 1991 – йили биринчи қетимлиқ ирақ урушини؛ кичик буш 2003 – йили 2 – қетимлиқ ирақ урушини؛ әмдиликтә болса, 2014 – йили демократ пирезидент обама 3 – қетимлиқ ирақ урушини башлиған болди. пүтүн буларни йеқиндин көзитип келиватқан бизләр болсақ, бу вәқәләрни қайта – қайта баштин кәчүрмәктимиз. ундақ болса, бу тәкрарлинишниң сәвәби зади немә? бу ғәрбниң мәдәнийләштүрүш вәзиписиниң ролиму йаки районниң геополитикилиқ җәлп қилш күчиму? йаки теополитикилиқ һесаблишишлар оттура шәрқни бир қанчә йүз йилдин буйан уруш мәйданиға айландуруп келиватамду? түркийә бу мусапиләрдә қандақ рол ойнаватиду?
ғәрбниң еңи өзгәрмиди
биринчи, ғәрб дунйаси һәр хил киризисләрни баштин кәчүргән болуши, сийасий вә иқтисадий җәһәттин бурунқи күчини йоқитип қойған болушиға қаримай, йәнила дунйада заманиви билим, йеңи техника, муһим санаәт саһәлиридики ишләпчиқириш күчи вә системилашқан дунйа сийаситиниң органлирини назарәт қилиш үстүнлүкини қоғдап кәлмәктә. йүкселиватқан күчләр болған хитай, һиндистан, биразилийә вә түркийә қатарлиқ дөләтләр йуқирида тилға елинған саһәләрдә һазирчә ғәрб билән бойсинишалайдиған күчкә игә әмәс. бурунқи икки қутуплуқ дунйаниң бирси болған, һазир болса, йүкселиватқан дөләт һесаблинидиған русийә, иқтисадий җәһәттә тәбиий газ вә нефитқа тайиниду. аләм техникиси вә йадро қораллирини һесабқа алмиғанда, русийәниң ғәрб дунйаси билән риқабәт қилғудәк йуқири техникиға тайанған санаити йоқ. бу сәвәбтин, ғәрб дөләтлири өз мәдәнийитини башқиларниңкидин үстүн көриду, илим – пән вә сийасәттә «һәқиқәтниң бирдинбир вәкили» болуш дәвасидин ваз кәчкини йоқ. башқичә қилип ейтқанда, ғәрб өзини бирдинбир вә үстүн мәдәнийәт؛ дунйадики башқиларни болса, мәдәнийләштүрүлүши вә заманивийлаштурулуши керәк болған җәмийәтләр, дәп атайдиған шәрқшунаслиқ өрникини һазирғичә давамлаштуруп кәлмәктә. болупму, америкидики ашқун оңчи қанатларниң нуқтиинәзиридә туруп дунйаға қариғанда, улар соғуқ урушниң ғәлибисигә болған мәстхошлуқидин йешилгини йоқ. 11 – сентәбир вәқәси улар үчүн пурсәткә айланди. улар ирақ билән афғанистандики мәғлубийәтниң сәвәбини, өзлириниң қолидики һәрбий, техника вә сийасий күчини йетәрлик дәриҗидә, һәмдә қәтийлик билән ишләтмәсликкә бағлайду. мәсилән, улар бүгүн ирақ вә сүрийәниң и ш и д ниң қолида қончақ болуп қалғанлиқи вә и ш и д ниң күчийип кетишиниң сәвәбини, пирезидент обаманиң ирақтики әскәрләрни әһмийәтсиз һалда балдур чекиндүрүш, дәп қарайду. шуңлашқа улар, күчини йоқатқан императорлуқни етирап қилишниң орниға, өзлири қурған дунйа тәртипигә қарши чиққан күчләргә вә идеологийәләргә қарши йеңи истратегийә түзүп, рәһимсизләрчә күрәш қилишни илгири сүриду.
и ш и д геополитикилиқ сенарийәниң бир парчиси
тоғрисини ейтсақ, америка бүгүн осман империйәсиниң ахирқи дәвридикигә охшаш заваллиққа йүзлиниш вә чекиништин қутулдуруш үчүн түзүлгән истратегийәләр билән «дөләтни әбәдийлик» кә игә қилиш истратегийәсини йолға қоймақта. қопалрақ қилип ейтқанда, барак обама биринчисигә, җумһурийәтчиләр вә йеңи консерватиплар иккинчисигә вәкиллик қилиду. бу обаманиң уруш қилиш вә күч ишлитишкә бунчивала халимаслиқиниң асасий сәвәби болуп һесаблиниду. обама гәрчә урушни халимисиму, униң и ш и д ға қарши халисанә бирләшмә қисимни қуруп, һава бомбардиманиға башчилиқ қилиши, оңчи қанатниң «америка мәнпәәтини вә күчини йетәрлик қоғдийалмиди» дегән тәнқидлиригә тақабил турушқа қаритилған. һәр қачан хәтәргә тәвәккул қилиштин қечиштәк рәһбәрлик мәйданини намайән қилип кәлгән обама, бу қетимму украина киризисида русийә билән йүзму йүз келиштин йирақ туруп, дунйадики барлиқ дөләтләрни, һәтта русийә, иран вә сүрийә қатарлиқ дөләтләрниму биарам қилған и ш и д ға қарши урушни таллиғандәк туриду. буниңдики һайаҗанлиқ шоар охшаш: «ортақ мәдәнийитимизни бәрбәрләрдин қоғдаш.» өтмүштә шәрққә йүрүш қилиш үчүн қуддусни қутқузуш баһаниси бар иди, буниңдики әсли мәқсәт шәрқниң байлиқлирини контрол қилиш иди. һазирму буниңдин анчә пәрқилиқ әмәс. көзгә көрүнидиған мәқсәт – бәрбәрләчә террорлуққа қарши күрәш қилиш؛ әсли мәқсәт – өзлириниң геополитикилиқ мәнпәәтлирини қоғдаш.
и ш и д пәйда болушидин тартипла геополитикилиқ мәсилә болуп, тәшкилатниң кимгә хизмәт қиливатқанлиқи анчә муназирә қозғимиди. һечкимму «оттура шәрқтә пәйда болған муһим тәшкилатларниң пәрдә арқисида җәзмән исираилийә вә пәләстин мәсилилири болидиған туруқлуқ, немә үчүн ғәззә урушида мәйданини ипадилийәлмиди? мусул ишғал қилинғандин кейин, җәнубқа, бағдадқа йүрүш қилиши керәк туруп, немә үчүн туйуқсиз шималдики күрт райониға һуҗум қилди? и ш и д сүрийәдә немә үчүн бәшшар әсәд һакимийитигә әмәс, бәлки әркин сүрийә армийәси вә шималдики демократик бирлик партийәси (PYD) ниң контроллуқи астидики җайларға һуҗум қилиду? мәқсәт пәқәтла нефит мәнбәлиригә игә болушму йаки райондики пүтүн актийорларни моһтаҗлиққа чүшүрүп қойушму? диктатор бәшшар әсәдниң бәзидә химийәлик қорал, бәзидә варил бомбиси вә ачарчилиқ пәйда қилиш тактикилиридин пайдилинип, вәһшийләрчә қәтлиам йүргүзүши, йетәрлик дәриҗидә бәрбәрлик әмәсму? ундақта, пүтүн өзгиришләрниң сәвәбини издәп беқишимизға тоғра келиду.
ойунларни бузувәткән дөләт – түркийә
түркийә салмақлиқ билән истратегийә бәлгилимәктә. ғәрбниң ойунлириниң сирини ечип ташлап, дунйаға чүшәндүрмәктә вә қарши пиланлири билән уларниң истратегийәлирини бикар қиливәтмәктә. 1990 – йилларниң геополитика сөзи – мәдәнийәтләр тоқунуши иди. түркийә буниңға қарши мәдәнийәтләр иттипақи лайиһәсини оттуриға ташлиди. адаләт вә тәрәққийат партийәси мәйли еғизда болсун, мәйли ташқи сийасәттә болсун, йавропа иттипақиға әза болушни мәркәз қилған сийасәтлири билән йавропаниң пүтүн тәсәвурлирини йоққа чиқарди. йавропа дөләтлирини «йавропа иттипақиниң ғәрб мәдәнийитини тәрәққий қилдуридиған дунйави нәзирийә үстигә қурулған ортақ қанун лайиһәси» икәнликини испатлашқа мәҗбурлап, бир булуңға қистиди. охша вақитта йәнә, әрәб баһари басқучида, һәм сүрийә киризисида намайән қилған инсаний позитсийәси, һәмдә мисир һәрбий өзгириши мәсилисидә пүтүн дунйаға демократик пиринсипларға болған садиқлиқини көрситип, еғизда мәдәнийәтлик вә демократик дунйаниң бир – биригә зит вә өзгиришчан мәйданини ечип ташлиди.
һазирқи йеңи сенарийә мундақ болуп, ғәрб мәдәнийәтләр тоқунушида, әң ахирида өзлириниң җәмийитигә зийан салғанлиқини көрүп йәтти. бу җәһәттин ейтқанда, ғәрб болупму америка, 11 – сентәбир тирагедийәсидин көп савақ алди. шуңа ислам дунйасидики геополитикилиқ мәнпәәтлирини қоғдаш нами астида йеңи истратегийә түзүп чиқти. бу йеңи истратегийәниң нами, «мәдәнийәтләрниң ички тоқунуши вә қалаймиқанчилиқтин пайдилинип контрол қилиш истратегйәсидур.» бу йәрдә әмәлгә ашурмақчи болған нәрсә, ислам мәдәнийитиниң өз ичидики аҗизлиқлирини байқаш, охшимаслиқлардин пайдилинип, күшкүртүш, тоқунушни улғайтиш арқилиқ мусулманларниң өз мәдәнийитигә болған ишәнчини тәвритиш вә ғәрбниң ойун системисини қобул қилишқа мәҗбурлаштур. бир нәччә йилдин буйан ислам дунйасида бу сенарийәгә әһмийәт берилди. «исламға қарши ислам» сийасити дәп аталған бу қалаймиқанчилиқ пәйда қилиш истратегийәси, авал тарихийлиққа игә мәзһәп зиддийәтлири (шиә вә сүнний), сәләфилик вә әнәничилик (тәсәввупчилиқ), исламий җамаәтләр, кишилик қараш вә заманиви дин қариши оттурисидики пәрқләрни улғайтип, тоқунушқа айландурушни мәқсәт қилиду. түркийәдә йеқинқи бир йилда оттуриға чиққан җамаәт – һөкүмәт зиддийитини бу нуқтидин чүшиниш лазим. бу әл қаидәниң йәнә бир қоли болған и ш и д ниң ирақ билән сүрийәдә алди билән қәстән йолиниң ечилиши, әмдиликтә болса, инсанийәтни қутқузуш нами астида и ш и д ға қарши бирләшмә қисимни қурушниң асаси сәвәбидур. мундақчә қилип ейтқанда, қан қанчилик җиқ ақса, истратегийә шунчилик мувәппәқийәтлик болиду.
бу йәрдә түркийәниң мәйданини интайин муһим дейишкә болиду. түркийә ғәрбниң бу ойунини көп җәһәттин бузувәтти. диққәт қилидиған болсақ, баштин тартипла түркийә сүрийәдики урушқа киришкә мәҗбурланди. буниңдики мәқсәт, түркийәни шиә – сүнний зиддийитидә бир тәрәпкә йанбасидиған қилиш вә узун йил давам қилидиған әһмийәтсиз уруш қайнимиға сөрәп кириш. түркийә барғанчә өткүрләшкән зеһни қабилийити билән бу сенарийәләрни бурундинла көрүп йәтти. шуниң үчүн түркийә, уруш айропиланиниң етип чүшүрүветилишигә, 1 йерим милйон сүрийәлик мусапирға қучақ ечишқа мәҗбур қилишқа вә ғәрб таратқулириниң барлиқ иғвагәрчиликигә сәвр қилип, ғәрб и ш и д ға қарши урушни башлиғичә сүрийәгә кирмәсликтә чиң турди. әмди и ш и д ға қарши күрәш қилиш - соқулған чотларниң дәл әксичә ислам ичи күрәшкә айлиништин өзгирип, «пүтүн инсанийәт нами» астидики күрәшкә айланди. түркийә ғәрб башлиған бу күрәштә өз орнини бәлгилиди. сүрийә һәққидики қарарнамә вақит җәһәттин болсун йаки мәзмуни җәһәттин болсун муһим әһмийәткә игә болуп, интайин тоғра. түркийәниң роли һәргизму райондики киризисни вә қалаймиқанчилиқни техиму улғайтиш әмәс. демисиму шундақ болуши керәк. әмди йеңидин тәшкилләнгән бирләшмә қисим ичидин орун алған түркийә, изчил һалда пүтүн дунйаға нишанниң пәқәт и ш и д биләнла чәклинип қалмаслиқи керәкликини, бәлки сүрийәни өз ичигә алған райондики и ш и д ға охшаш барлиқ ғәлитә тәшкилатларни апиридә қилидиған муқимсизлиқ амиллирини йоқитиш керәкликини чүшәндүрүши керәк.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر