сәуди әрәбистандики тунҗи опера  ойналди

сәуди әрәбистанниң тунҗи чоң операси пайтәхт рийадта ойналди.

2133189
сәуди әрәбистандики тунҗи опера  ойналди

түркийә авази радийоси хәвири: падишаһ фәһд мәдәнийәт мәркизидә ойналған «зәрқа әлйамамә» намлиқ операда, исламдин илгирики сәуди әрәбистанда кәлгүсини алдин билиш иқтидариға игә бир қәбилә башлиқиниң һекайиси тәсвирлиниду. операниң әрәбчә текистлирини сәуди әрәбистан шаири салиһ заманан йазған болуп, музикисини австиралийәлик композитор ле брадшав ишлигән.

операда баш рол алған әнглийәлик сәнәтчи меззо сопано дәйм сараһ конолли әрәб тилида нахша ейтиштин бәк әнсиригәнликини, шуңа нәччә ай вақит сәрп қилип бу тилни өгәнгәнликини ейтти.

операниң тоққуз асаслиқ қисмидин үчини сәуди әрәбистанда туғулған опера артислири орунлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر