әлийев түркийә – әзәрбәйҗан университити келишим лайиһәсини имзалиди

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев «түркийә – әзәрбәйҗан университити қурушқа мунасивәтлик келишим лайиһәси» ни тәстиқлиди.

2128522
әлийев түркийә – әзәрбәйҗан университити келишим лайиһәсини имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезидентлиқ мәһкимисиниң билдүрүшичә, пирезидент илһам әлийев 19 – феврал (2024) пайтәхт әнқәрәдә имзаланған «әзәрбәйҗан илим-пән вә маарип министирлиқи билән түркийә җумһурийити алий маарип оргини оттурисида түркийә-әзәрбәйҗан университити қуруш тоғрисидики келишим лайиһәси» ни тәстиқлиған.

әлийев мәзкур келишим лайиһәси бәлгилимилириниң иҗра қилинишиға капаләтлик қилиш үчүн әзәрбәйҗан илим-пән вә маарип министирлиқиға вә бу һәқтики тәййарлиқ хизмәтлириниң тамамланғанлиқи һәққидә түркийә җумһурийити һөкүмитигә мәлумат бериши үчүн әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқиға йолйуруқ чүшүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر