адәм меңисиниң әң ениқ сүрити тартилди

дунйадики әң күчлүк магнитлиқ резонанс тәсвир һасил қилиш үскүниси(MRI) билән еришкән адәм меңисиниң әң ениқ сүрити елан қилинди.

2124152
адәм меңисиниң әң ениқ сүрити тартилди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә атом енергийәси вә қошумчә енергийә оргини (CEA) йазма байанат елан қилип, «Iseult» дәп атилидиған тәсвир һасил қилиш үскүниси билән тартилған чоң меңә сүритиниң, 20 нәччә йил давамлашқан тәтқиқат нәтиҗисидә қолға кәлтүрүлгәнликини билдүрди.

мәзкур үскүнә билән йеқинқи бир қанчә айда 20 нәпәр пидаий үстидә тәҗрибә қилинғанлиқи әскәртилгән байанатта, әң ениқ меңә тәсвиригә тәхминән төт минутта еришилгәнлики қәйт қилинди.

байанатта, 11.7 тесла магнит күчигә игә мәзкур үскүнә билән қисқа вақит ичидә тартилған сүрәтләрниң, дохтурханиларда көп ишлитилидиған үскүниләрдә бир нәччә саәт вақит кетиши мумкинлики көрситилди.

фирансийә атом енергийәси вә қошумчә енергийә оргини тәтқиқат директори николас болант (Nicolas Boulant) техиму йуқири сүпәтлик санлиқ мәлуматқа еришиш үчүн бу тәтқиқатниң йәнә бир қанчә йил давамлишидиғанлиқини, 2026-йилдин 2030-йилғичә нерва аҗизлаш кесәлликлиридин башқа, роһий кесәлликләр вә роһий томур өсмиси қатарлиқ нерва саһәсидики көплигән кесәлликләрни тәкшүрүшни нишан қилғанлиқлирини билдүрди.

«Iseult MRI» үскүнисиниң арқилиқ еришкән дәриҗидин ташқири инчикә анатомийәлик учурларниң, алзимер (Alzaymır) вә паркинсон (Parkinson)  қатарлиқ кесәлликләргә диагноз қойушиқа йардими болидиғанлиқи тәхмин қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر