вирус инсанлардин һайванларға көп йуқидикән

вирусларниң һайванлардин инсанларға әмәс, бәлки инсанлардин һайванларға көп йуқидиғанлиқи оттуриға чиқти.

2120279
вирус инсанлардин һайванларға көп йуқидикән

түркийә авази радийоси хәвири: колеҗ лондон универстети (University College London) ниң алимлири йәршари санлиқ мәлумат амбиридин пайдилинип, вирусларниң түрләр арисидики тарқилишини тәтқиқ қилди.

тәхминән 12 милйон тәртиплик санлиқ мәлумат амбиридин пайдилинилған тәтқиқат нәтиҗисигә қариғанда, вируслар инсанлар билән һайванлар арисида һәрикәт қилидиған әһвалда, көрүлгән вәқәләрниң %64 дә инсанлар һайванларни йуқумландуридиғанлиқи байқалған.

тәтқиқат гурупписиниң әзаси биолог седрик тан (Cedric Tan): «биз һайванларға, уларниң бизгә бәргинидин көп вирус тарқитимиз» деди.

у вухән вируси (Kovid-19) инсанларға йуққандин кейин, интайин тез сүрәттә тарқалғанлиқини мисал қилип көрсәтти.

у буниң сәвәбиниң инсанлар нопусиниң көп вә дунйаниң һәммә йеригә тарқалғанлиқиға мунасивәтлик икәнликии билдүрди вә тәтқиқат гурупписиниң бу нәтиҗини күтмигәнликини, бирақ «өтмүшкә қариғанда мәнтиқилиқ» икәнликини қәйт қилди.

у йәнә, вирусларниң инсанлардин һайванларға йуқишиниң, нәсли түгәш алдида туруватқан нурғун һайван түрлири үчүн тәһдит пәйда қилидиғанлиқини тәкитлиди.

мәзкур тәтқиақт нәтиҗиси «тәбиәт екологийәси вә тәдриҗий тәрәққийат журнили» (Nature Ecology and Evolution) да елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر