тика рамизанлиқ йардәм хизмәтлирини давамлаштурмақта

түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқи-тика рамизанлиқ пирограммилир рамкисида, қуддус, боснийә-гертсеговина вә молдовада йемәк-ичмәк болақлири тарқатти.

2118750
тика рамизанлиқ йардәм хизмәтлирини давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: тика агентлиқниң рамизанлиқ хизмәтлири тоғрисида мәлумат елан қилди.

қәйт қилинишичә, тика боснийә-гертсеговинаниң требинже шәһиридә иптар паалийити  өткүзгән вә хәлқ аммисиға йемәк-ичмәк болиқи тарқатқан.

тика билән пәләстин иҗтимаий тәрәққийат министирлиқи қуддус вилайәтлик идарисиниң һәмкарлиқида, қуддус вә әтрапида йашаватқан 500 аилигә күндилик турмуш буйумлири һәмдә йемәк-ичмәк болиқи тарқитилған.

мәлуматта билдүрүлишичә, молдова пайтәхти кишиневдә тика тәрипидин тәййарланған йемәк-ичмәк болақлири дөләт миқйасидики 4 миң аилигә тарқитип берилидикән. буниңдин башқа йәнә, рамизан бойичә молдоваға қарашлиқ гагавуз аптоном райони вә молдованиң иккинчи чоң шәһири белтс қатарлиқ шәһәрләрдә, 2500 аилигә йемәк-ичмәк болиқи тарқитилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر