әң хушал йашлар искандинавийә дөләтлиридә

әнглийә, йавропа, америка вә австиралийәдики 15 йаштин 24 йашқичә болған йашларни асас қилған «дунйа хушаллиқ доклати» елан қилинди.

2117865
әң хушал йашлар искандинавийә дөләтлиридә

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизий америкаға җайлашқан галлеп (Gallup) мәслиһәт бериш ширкити, оксфорд универстет велбейиң тәтқиқат мәркизи вә б д т сиҗил тәрәққийат һәл қилиш тори, әнглийә, йавропа, америка вә австиралийәдики 15 йаштин 24 йашқичә болған йашларни асас қилған «дунйа хушаллиқ доклати» ни елан қилди.

доклатта, йашларниң барғансери хушал әмәслики оттуриға чиқти.

доклатта қәйт қилинишичә, йашлар билән йашанғанлар оттурисидики иқтисадий тәңсизлик, маарип, иқтидарини өстүрүш маарипи вә баһаси мувапиқ болған туралғу мәсилисиму йашларниң хушаллиқиға тәсир көрситиватқан амиллар болуп, иҗтимаий таратқуларму йашларниң өзигә болған ишәнчисиниң төвәнлишидә вә уларниң параванлиқ сәвийәсиниң төвәнлишигә зор тәсир көрсәткән. йашлар күндин-күнгә хушал әмәс ата-анисиға охшимақта икән. улар чоңларға охшаш һериш-чарчашни вә упирашни халимайдикән, университетларни академик вә илмий җәһәттә капалити йоқ дәп ойлисиму, универстетта оқумиған унвани йоқ кишиләрни техиму көп қийинчилиқларға дуч келиду, дәп қарайдикән.

доклатта, финландийәдә йашларниң әң хушал икәнлики, йашлар әң хушал болған алдинқи 10 дөләт тизимликидә тәртип бойичә данийә, исландийә, норвегийә вә шиветсийәниң алдинқи рәттә икәнлики билдүрүлди.

доклатта, американиң йашлар әң хушал болған дөләтләр тизимликидә 23-, германийәниң 24-рәттә икәнлики әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر