парижда төт түрк айал рәссам көргәзмә ачти

фирансийәниң пайтәхти парижда өткүзүлгән 8-март хәлқара ханим-қизлар байрими паалийәтлири даирисдә, 4 түрк айал рәссамниң әсәрлири қойулған рәсим көргәзмиси ечилди.

2113133
парижда төт түрк айал рәссам көргәзмә ачти

түркийә авази радийоси хәвири: париждики йунус әмрә институтиниң саһибханлиқида 8 -март хәлқара ханим-қизлар байрими мунасивити билән ечилған көргәзмигә түрк түрк рәссам мәләк арт, сузан ай, зәлиха бозоғлу вә фигән бәгәнниң әсәрлири қатнаштурулди.

институттики охшимиған икки өйдә көргәзмә қилинған әсәрләр түрк вә фирансуз сәнәт һәвәскарлириниң алқишиға еришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر