голландийәдә қуран кәримниң голландчә тәрҗимиси тарқитилди

голландийәдә ирқий айримичи вә ашқун оңчи ғәрбниң исламлишишиға қарши вәтәнсөйәр йавропалиқлар (PEGİDA) һәрикитиниң рәһбири едвин вагенсвелдниң қуран кәримгә һуҗум қилишиға инкас сүпитидә, қуран кәримниң голландчә тәрҗимиси тарқитилди.

2100892
голландийәдә қуран кәримниң голландчә тәрҗимиси тарқитилди

түркийә авази радийоси хәвири: арнем шәһиридики алтә җамә вәхписиниң мәсуллири ашқун оңчи вагенсвелдниң 13-йанварда қуран кәримни көйдүрмәкчи болған йансплейин мәйданида «көйдүрмәй оқуғин» намида паалийәт орунлаштурди.

паалийәттә мәйдандин өткәнләргә қуран кәримниң голландчә тәрҗимиси һәдийә берилди вә исламни чүшәндүргән вәрәқчиләр, татлиқ түрүмләр тарқитилди.

вәтәнсөйәр йавропалиқлар һәрикитиниң рәһбири ашқун оңчи вагенсвелдниң 13-йанвар (2024) арнем шәһиридики йансплейин мәйданида қуран кәримни көйдүрмәкчи болғанларни тосқан бир гуруппа билән сақчилар оттурисида сүркилиш йүз бәргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر