қериндиши көп балиларниң роһий мәсилиләргә йолуқуш нисбити йуқири

көп пәрзәнтлик аилиләрдики қериндашларниң көп роһий сағламлиқ мәсилилиригә дуч келидиғанлиқи ениқланди.

2088628
қериндиши көп балиларниң роһий мәсилиләргә йолуқуш нисбити йуқири

түркийә авази радийоси хәвири: америкада нәшир қилинидиған һәптилик журнал (The Week) да елан қилинған бир тәтқиқат нәтиҗисидә көрситилишичә, тәтқиқатчилар хитай билән америкадики балиларда қериндаш сани вә роһий сағламлиқ оттурисидики мунасивәтләрни тәкшүргән.

оттуричә йеши 14 болған оқуғучилар арисида қилинған тәтқиқатта, һәр икки дөләттики тәтқиқатчилар балиларниң роһий сағламлиқи тоғрисида бир қатар соалларни сориған. тәтқиқатчилар хитай билән америкада қериндиши болмиған йаки бир қериндиши болған балиларниң техиму көп қериндиши болғанларға селиштурғанда роһий сағламлиқ җәһәттә йахши икәнликини байқиған.

үгәй қериндиши болғанларниң болмиғанларға қариғанда роһий сағламлиқ мәсилилиригә көп йолуқидиғанлиқи көрүлгән.

тәтқиқатта, йаш пәрқи кичик болған қериндашлардиму роһий сағламлиқ мәсилилири техиму ениқ көрүлгән.

тәтқиқатқа қатнашқан доктор довг довней тәтқиқат нәтиҗиси ?үстидә тохтилип: «ата-аниларни бир парчә тортқа охшатқинимизда, бир бала тортниң һәммисигә (меһри вә иқтисадий мәнбәлири) еришиду. әмма, қериндиши көп болғанда булардин еришидиғини аз болиду. бу балиларниң роһий сағламлиқиға тәсир көрситиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر