т р т һөҗҗәтлик филим мукапатлири истанбулда тарқитилди

түркийә радийо-телевизийә идариси-т р т ниң «14-қетимлиқ т р т хәлқаралиқ һөҗҗәтлик филим мукапатлири» истанбулда тарқитилди.

2077944
т р т һөҗҗәтлик филим мукапатлири истанбулда тарқитилди

түркийә авази радийоси хәвири: т р т 14-қетимлиқ т р т хәлқаралиқ һөҗҗәтлик филим мукапатлири тәхминән 100 дөләттин қатнаштурулған 1000 филимдин төт категорийә бойичә талланған  32 филимгә берилди.

«The Lens of the Democracy» һөҗҗәтлик филими әң йахши филим мукапатиға, «Giselou» иккинчиликкә, «A Golden Life» үчинчиликкә еришти.

дөләтлик кәспий һөҗҗәтлик филим категорийәсидә, «Flanöz» намлиқ филим әң йахши филим мукапатиға, «билгә ана мәвлудә гәнч» филими мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министирлиқиниң мәхсус мукапатиға, «Kavur» филими баһалиғучиларниң алаһидә мукапатиға еришти.

мәмликәтлик оқуғучилар мукапати категорийәсидә «асманға қара» филими әң йахши филим мукапатиға, «нан қолвиқи» филими иккинчиликкә, «хәйрилик кәч бова, сени йахши көримән» үчинчиликкә, лайиһә қоллаш категорийәсидә «бошлуқ», «сениңму тойуңни көрсәк» вә «туздин хийаллар» филимлири мукапатқа еришти.

т р т баш мудири мәһмәт заһид собаҗи 14-қетимлиқ т р т һөҗҗәтлик филим фестивалиниң «йилтизи чоңқур излар, күчлүк һекайиләр» темисида өткүзүлгәнликини билдүрүп, паалийәтниң түркийәниң әң чоң һөҗҗәтлик филим фестивали икәнликини қәйт қилди.

у түркийәдә һөҗҗәтлик филим тарихиға қариғанда, һөҗҗәтлик филимчиликни т р т дин айрип қарашниң мумкин әмәслики әскәртип, т р т һөҗҗәтлик филим мукапатлириниң дунйаниң охшимиған җайлиридики һөҗҗәтлик филим ишлигүчиләрни учраштуридиған тонулған паалийәт икәнликини билдүрди.

у һөҗҗәтлик филимләрниң башқилардин айрип туридиған алаһидииклириниң бириниң, дунйавниң негизлик мәсилилирини байқап, һәл қилинишини йорутуш, реаллиқтики барлиқ адаләтсизликләрни ашкарилаш икәнликини қәйт қилди.

у мундақ деди:

«мәлум болғинидәк, исираилийә 7-өктәбир (2023) дин буйан ғәззәдә ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватиду. өзлири оттуриға чиқарған бир қатар уқумлар арқилиқ дунйани тәңшәшкә урунуватқан ғәрб дөләтлириниң аталмиш ​​әркин, әмәлийәттә контрол қилинған таратқулириниң қандақ <үч маймун> (бир вәқәни көрмидим, аңлимидим, демидим, дәп көзини парқиртип турувелиш) ойниғанлиқиға шаһит болуватимиз. исираилийәниң өткүзгән инсанийәткә хилап җинайәтлиригә қарши әң чоң наразилиқ садалири адил дунйа тәсәввури билән 8 милйард кишиниң һәқ-һоқуқини қоғдиған түркийәдин йүксәлмәктә. дөлитимиз аҗизни қоғдаштәк мәйданини намайан қилип, пүткүл дунйаға адаләт вә һәққанийәт тоғрисида савақ бириш билән бир вақитта, түркийәниң җамаәт таратқуси болуш сүпитимиз билән, хәвәр- пирограммилиримиз арқилиқ қатилниң вә қурбанниң ким икәнликини дәлил-испатлар асасида аңлитиватимиз. »

у ахирида, фестивалда ғәззә үчүн айрим орун аҗратқанлиқлирини билдүрүп, фестивал үчүн күч чиқарған барлиқ һөҗҗәтлик филим ишлигүчиләргә, баһалиғучиларға вә хизмәтдашларға тәшәккүр ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر