«1915 чанаққәлә көврүки лайиһәси» хәлқаралиқ мукапатқа лайиқ көрүлди

«1915 чанаққәлә көврүки лайиһәси» мәркизи америкаға җайлашқан «қурулуш хәвәрлири хатириси» (Engineering News Record) журнили тәрипидин «йиллиқ лайиһә» болуп баһаланди.

2074841
«1915 чанаққәлә көврүки лайиһәси» хәлқаралиқ мукапатқа лайиқ көрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: қатнаш министири  абдулқадир уралоғлу йазма байанат елан қилип, «1915 чанаққәлә көврүки лайиһәси» ниң инженерлиқ вә бинакарлиқ қурулушлири тоғрисида хәвәр, анализ вә көз қарашларни елан қилидиған дунйадики әң даңлиқ һәптилик «қурулуш хәвәрлири хатириси» журнили тәрипидин «йиллиқ лайиһә» болуп баһаланғанлиқини билдүрди.

у көврүк лайиһәсиниң түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100-йилиға атап символлаштурған муһим лайиһә икәнликини алаһидә әскәртип, омумий узунлуқиниң 4 миң 608 метир икәнликини қәйт қилди.

у «йиллиқ лайиһә» мукапатлириниң 19-декабир (2023) да торда өткүзүлидиған мукапат тарқитиш мурасимида тарқитилидиғанлиқини билдүрүп: «лайиһәмизгә берилидиған мукапатлар, һәммимизни шәрәпкә игә қилиду. лайиһәмиз охшимиған икки мукапатқа еришти. лайиһә бу икки мукапатни қошқанда, дөләтлик вә хәлқаралиқ болуп җәмий 24 мукапатқа еришти» деди.

«1915 чанаққәлә көврүки лайиһәси» 2021-йили қурулуши башланғанда «қурулуш хәвәрлири хатириси» журнили 10 бәтлик мәхсус сәһипә аҗратқан болуп, 318 метир егизиликтин тартилған сүрити журналниң муқависиға бесилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر