америкалиқ нахшичи тайлор свифт «йиллиқ шәхс» болуп баһаланди

америкада нәшр қилинидиған һәптилик «дәвр» журнилиниң әнәниви «йиллиқ шәхс» рай синаш нәтиҗисидә, бу йил (2023) америкалиқ нахшичи тайлор свифт (Taylor Swift) талланди.

2073602
америкалиқ нахшичи тайлор свифт «йиллиқ шәхс» болуп баһаланди

түркийә авази радийоси хәвири:  журналниң баш тәһрири сам җакобс (Sam Jacobs): «сүрити журналниң баш муқависиға бесилған тайлор свифт йиллиқ шәхс болуп баһаланди. у өзиниң һекайисини өзи йазған вә өз һекайисиниң қәһримани болған наһайити аз санақлиқ кишиләрниң биридур. у чегралардин һалқишниң вә бир нур мәнбәси болушниң йолини тапти. күнимиздә дунйада һечқандақ киши башқа кишиләргә бундақ тәсир көрситәлмәйду» деди.

мәзкур журнал 2021-йили тесла (Tesla) , спейс екс (SpaceX) вә иҗтимаий таратқу суписи екс (X) ниң хоҗайини елон маскни, 2022-йили украина пирезиденти володимир зеленскийни «йиллиқ шәхс» дәп баһалиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر