т р т ворлд қибрис тоғрисида һөҗҗәтлик филим ишлиди

йеқинқи йиллардики мувәппәқийәтлик хизмәтлири диққәт қозғаватқан т р т ворлд (TRT World) қанили қибрис тоғрисида һөҗҗәтлик филим ишлиди.

2064709
т р т ворлд қибрис тоғрисида һөҗҗәтлик филим ишлиди

түркийә авази радийоси хәвири: т р т ворлд қанили шималий қибрис түрк җумһурийити қурулғанлиқиниң 40-йиллиқини тәбрикләш вә қибрис тинчлиқ һәрикитиниң 50-йиллиқи мунасивити билән алтә қисимлиқ һөҗҗәтлик ишлиди. филимдә қибрис түрк хәлқиниң мәвҗудийити вә мустәқиллиқ һекайилири байан қилиниду.

түркчә «мустәқиллиқ йоли» дәп аталған һөҗҗәтлик филимдә, қибрис тинчлиқ һәрикитиниң 50-йиллиқини хатириләш нуқтисидинму муһим һесаблиниду.

мәзкур һөҗҗәтлик филим шималий қибрис түрк җумһурийити, түркийә, гиретсийә, фирансийә, испанийә вә җәнубий қибриста сүрәткә елинди.

қибрис түрк хәлқиниң қаршилиқ көрситиш һәрикити башланған әрәнкөйдә бүгүнгичә ейтилмиған нурғун вәқәләргә тәпсилий орун аҗритилди.

т р т ворлд хадимлири б д т ниң контроллуқидики битәрәп райондиму сүрәткә алди. сийасәтчиләр, сабиқ дөләт пирезидентлири, министирлар, дипломатлар, б д т вә йавропа иттипақи мәсуллири, тарихчилар, муҗаһидлар, ғазилар вә нурғун гуваһчиларни өз ичигә алған 50 дин артуқ киши зийарәт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر