мәвлут қәндили бүгүн идрак қилиниду

муһәммәд әләйһиссалам дунйаға кәлгән күн болған мәвлут қәндили бүгүн идрак қилиниду.

2042507
мәвлут қәндили бүгүн идрак қилиниду

түркийә авази радийоси хәвири: муһәммәд әләйһиссалам дунйаға көз ачқан күн болған рәбиул ахир ейиниң 12 – күни идрак қилинидиған мәвлут қәндили, ислам дунйасиға нисбәтән муһим бир күн вә кечә һесаблиниду.

луғәт мәниси «туғулған җайи вә вақти» дегән уқумни билдүридиған мәвлут, ислам мәдәнийитидә болупму муһәммәд әләйһиссаламниң дунйаға келишини, бу даиридә өткүзүлгән мурасимларни вә йезилған әсәрләрни ипадиләш үчүн ишлитилиду.

түркийә диний ишлар идариси бу йилқи «пәйғәмбәр һәптилики» даирисидә, 26 – сентәбирдин  2 –өктәбиргичә дөләт ичи-сиртида көп санда паалийәтләрни елип бариду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر