нйу йорктики түрк өйиниң алдида қуран кәримгә һуҗум қилинди

нәмәлум бир киши түркийәниң нйу йорк консулханисиниң алдиға берип қуран кәримниң инглизчә нусхисини йәргә ташлап, чәйләп һуҗум қилди.

2035040
нйу йорктики түрк өйиниң алдида қуран кәримгә һуҗум қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар тармақларниң билдүрүшичә, шу җай вақти 10.46 әтрапида, бир киши нйу йорк шәһиридики түрк өйи бинасиниң кириш еғизиниң алдиға берип, қолида тутувалған бир китабни йәргә ташлап, уни чәйләшкә башлиған.

түрк өйи бинасиниң аманлиқ сақлиғучилири наһайити тезла бинадин чиқип, бу кишигә арилашқан.

ениқлашлар давамида, бу китабниң «қуран кәрим» ниң инглизчә нусхиси икәнлики мәлум болған.

бу вәқә нйу йорк сақчи идариси вә дипломатийә бихәтәрлик башқармиси даирилиригә мәлум қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر