йүз дөләтниң мәдәнийәт - сәнәт әлчиси истанбулда...

истанбулда бу йил 24- қетимлиқи өткүзүлгән «бүйүкчәкмәҗә мәдәнийәт - сәнәт байрими»ниң ечилиш мурасими таксим мәйданида өткүзүлди.

2017621
йүз дөләтниң мәдәнийәт - сәнәт әлчиси истанбулда...

түркийә авази радийоси хәвири: бүйүкчәкмәҗә мәдәнийәт - сәнәт байримиға иштирак қилиш үчүн истанбулға кәлгән 100 дөләтниң мәдәнийәт вә сәнәт әлчилири, ечилиш мурасимиға өз дөләтлириниң байриқи вә әнәниви кийимлири билән қатнашти, мурасим җәрйанида уссул номурлири орундалди.

сөйгү, тинчлиқ вә қериндашлиқ учурлири берилгән байрамға бу йил түркийә җумһурийити қурулғанлиқиниң 100 йиллиқи мунасивити билән, 100 дөләттин кәлгән 1580 сәнәткар қатнашти. хизмәт йиғинлири, көргәзмиләр, мусабиқиләр, консертлар вә нурғун мәдәнийәт- сәнәт паалийәтлиригә саһибханлиқ қилидиған фестивал, 5- авғустқичә давамлишиду.

«хәлқара истанбул бүйүкчәкмәҗә мәдәнийәт - сәнәт байрими» уда сәккиз қетим дунйа фестиваллар җәмийитиниң «дунйадики әң йахши мәдәнийәт - сәнәт байрими» мукапатиға еришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر