әминә әрдоған хәлқара айаллар байримини тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоған «8 – март хәлқара айаллар байрими» ни тәбриклиди.

1956651
әминә әрдоған хәлқара айаллар байримини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: әминә әрдоған имканийәтсизликләргә қаримай, ишләпчиқириш вә парлақ келәчәк бәрпа қилиш ирадисидин қилчә ваз кәчмигән ханим - қизларниң «8 – март хәлқара айаллар байрими» ни тәбриклиди.

әминә әрдоған  аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә  «8 - март хәлқара айаллар байрими» мунасивити билән чур елан қилди.

әминә әрдоған учурида мундақ деди: «келәчикигә чин дилидин инишидиған җәмийәтләрниң тайанч мәнбәси айалларниң күчидур. қәтий тәврәнмәс күрәш ирадиси, мислисиз әқил – парасити вә толуп ташқан зеһний күчини бир гәвдиләштүрүп һәрикәт қилидиған ханим - қизлиримиз арқилиқ һәр хил қийинчилиқларни йеңип чиқалайдиғанлиқимизға чин дилимдин ишинимән. имканийәтсизликләргә қаримай, ишләпчиқириш вә парлақ келәчәк бәрпа қилиш ирадисидин қилчә ваз кәчмигән ханим - қизларниң <8 – март хәлқара айаллар байрими> ни қизғин тәбрикләймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر