гогул хәлқара айаллар байрими мунасивити билән алаһидә лого тәййарлиди

гогул «8-март хәлқара айаллар байрими» мунасивити билән алаһидә лого тәййарлиди.

1956637
гогул хәлқара айаллар байрими мунасивити билән алаһидә лого тәййарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: абонтлириға муһим күнләрни йаки шәхсләрни өзиниң бетидә мәхсус тонуштуридиған гогул ширкити «8-март хәлқара айаллар байрими» ниму унтуп қалмиди.

гугулниң баш бетини ачқанлар бүгүн (8-март) мәхсус тәййарланған алаһидә логони көриду.

һәр хил кәсиптики айалларниң рәсимлирини чәккән абонтлар: «бүгүнки 2023-йиллиқ алаһидә логомизда <хәлқара айаллар байрими> ни тәбрикләймиз» дегән хәтләр йезилған бинәпшә рәңлик учурни көриду.

гогул бу арқилиқ дунйадики һәрқайси дөләтләр үчүн муһим күнләр, һейт байрамлар, мәдәнийәт паалийәтлири вә тарихтики муһим шәхисләрни тонуштуруш, бу арқилиқ хәлқара җәмийәтниң диққитини тартишни нишан қилиду.      

 алаһидә лайиһәләнгән логони чекиш арқилиқ шу күнгә, шәхсләргә вә темиға мунасивәтлик тәпсилий учурларға еришкили болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر