дунйадики йеши әң чоң адәм вапат болди

«дунйадики йеши әң чоң адәм» унванини алған 118 йашлиқ фирансуз раһибә лусиле рандон (Lucile Randon) вапат болди.

1934177
дунйадики йеши әң чоң адәм вапат болди
Fransız rahibe Lucile Randon.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: дунйадики йеши әң чоң адәм лусиле рандон туруватқан фирансийәниң җәнубиға җайлашқан товлун шәһиридики санаторийәниң мәсуллири, раһибәниң сәйшәнбә күни (2023-йили 17-йанвар) каривитида җан үзгәнликини билдүрди.

мәсуллар раһибә рандонниң өлүмидин қайғурғанлиқлирини, әмма мәрһумниң узун вақиттин бери өлүмни арзу қилип кәлгәнликини әскәртти.

2022-йили 25-апрелдин тартип «дунйадики йеши әң чоң адәм» унваниға игә болған раһибә рандон 1904-йили февралда дунйаға кәлгән болуп, у 2021-йилниң бешида вухән вирусини (Kovid-19) йәңгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر