фирансийәлик йазғучи нобел әдәбийат мукапатиға еришти

фирансийәлик йазғучи анни ернакс (Annie Ernaux) 2022-йиллиқ нобел әдәбийат мукапатиға еришти.

1889432
фирансийәлик йазғучи нобел әдәбийат мукапатиға еришти

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә хан җәмәти билим академийәси 2022-йиллиқ нобел әдәбийат мукапатиниң «кишилик әстә сақлашниң йилтизлирини, йатлишишини вә коллектип чәклимилирини байқаштики җасарити һәмдә клиникилиқ сәзгүрлики үчүн», фирансийәлик йазғучи анни ернаксқа берилгәнликини елан қилди.

униң әсәрлиридә, җинсийәт, тил вә синип нуқтисидин еғир тәңсизликләр билән толған һайатниң изчил һалда охшимиған җәһәтләрдин әкс әттүрүлидиғанлиқи қәйт қилинди.

анни ернакис 1940-йили 9-айниң 1-күни лилбоннеда ишчилар аилисидә туғулған.балилиқини нормандийәдә өткүзгән, әдәбийат кәспидә оқуған вә узун йилғичә әдәбийат оқутқучиси болған.

у өзиниң тунҗи романи«қуруқ ишкаплар» да (Armoires vides) шәхсий тәҗрибә билән иҗтимаий тарихни бирләштүргән елементларни оттуриға қойған.

у йуқири қатламға чиқиш, той қилиш, айаллар әркинлики, җинсий турмуш, бала чүшүрүш, кесәллик, йашиниш вә өлүм қатарлиқ мәсилиләрни өзи баштин кәчүргәнләр арқилиқ әкс әттүргән.

у нобел әдәбийат мукапатидин башқа, «ренадот» қатарлиқ бир қанчә мукапатқа лайиқ көрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر