бүгүн йупитер йәр шариға йеқинлишиду

йупитер бу кечә аридин 59 йил өткәндин кейин йәр шариға әң йеқин җайдин өтиду.

1884435
бүгүн йупитер йәр шариға йеқинлишиду

түркийә авази радийоси хәвири: қуйаш системисиниң газдин тәркиб тапқан әң чоң сәййарәлиридин бири һесаблинидиған йупитер, бүгүн (2022-йили 26-сентәбир) йәр шариға әң йеқин нуқтиға йетип келиду. бу мәнзирәни көрмәкчи болғанлар телескопи болмай турупму көрәләйду.

йупитер бу қетим қуйаш ғәрбтә петиватқанда, шәрқ тәрәптә көрүниду. бу әһвал йупитерни кәч саәтләрдә көрүш имканийитигә игә қилиду.

бүгүн бу мәнзирәни тамаша қилмақчи болғанлар қуйаш патқандин кейин, шәрқ упуқиға қариған вақтида йупитерни көрәләйду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر