түркийә инсанпәрвәрлик йардимидә иккинчи болған

түркийә 2021-йили миллий ишләпчиқириш омумий қиммитигә селиштурулғанда әң көп инсанпәрвәрлик йардими қилған дөләтләр тизимликидики йуқири орнини сақлап қалди.

1860129
түркийә инсанпәрвәрлик йардимидә иккинчи болған

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизи әнглийәгә җайлашқан «Development Initiatives» намлиқ тәшкилат тәрипидин тәййарланған 2022-йиллиқ дунйа инсанпәрвәрлик йардими доклатиға асасланғанда, америка 9 милйард 768 милйон долларлиқ инсанпәрвәрлик йардәм билән тизимликниң биринчи ритидин орун алған. түркийә болса, 5 милйард 587 милйон долларлиқ йардәм билән иккинчи рәттин орун алған. түркийә 2013, 2014 вә 2015-йиллири үчинчи рәттин, 2016- вә 2020-йиллири иккинчи рәттин, 2018- 2019-йиллири биринчи рәттин орун алған иди. 2020-йили болса, миллий ишләпчиқириш омумий қиммитигә селиштурулғанда, әң көп инсанпәрвәрлик йардими қилған дөләтләр қатаридин орун алған иди.

доклатта, түркийәдә мусапир болуп туруватқан сүрийәликләргә қилиниватқан инсанпәрвәрлик йардәмләрниң буниңға киргүзүлмигәнлики әскәртилди.

билдүрүлишичә, 2021-йили йәмән, сүрийә, пәләстин, афғанистан, ефийопийә вә җәнубий судан қатарлиқ дөләтләр әң көп инсанпәрвәрлик йардимигә еришкән дөләтләр болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر