сәуди әрәбистан йутубтин ислам диниға зит еланларни өчүрүветишни тәләп қилди

сәуди әрәбистан видео һәмбәһирлишиш вә аммиви таратқу мунбири йутуб торидин  ислам дини вә иҗтимаий қиммәт қарашлириға зит еланларни өчүрүветишни тәләп қилди.

1858923
сәуди әрәбистан йутубтин ислам диниға зит еланларни өчүрүветишни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан үн-син таратқулири баш оргини билән хәвәрлишиш вә учур технологийәлири комитетиниң бирләшмә байанатида, йутуб ториниң сәуди әрәбистандики абонтлириға қарита, бу дөләтниң таратқу бәлгилимилиригә хилап һалда  ислам дини вә иҗтимаий қиммәт қарашлириға зит еланларни көрситиватқанлиқиниң ениқлап чиқилғанлиқи, шуңа, бу икки органниң, йутуб торидин мәзкур еланларни өчүрүветишни тәләп қилғанлиқи, өчүрүветилмигән тәқдирдә, зөрүр қануний тәдбирләрниң қоллинилидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر