диний ишлар идариси буркина фасода миңларчә аилигә қурбанлиқ гөши тарқатти

диний ишлар идариси билән түркийә  диний ишлар фонди җәмийити буркина фасода 125 миң аилигә қурбанлиқ гөши тарқатти.

1854658
диний ишлар идариси буркина фасода миңларчә аилигә қурбанлиқ гөши тарқатти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә  диний ишлар фонди җәмийити хадимлири билән пидаийлири, «қурбанлиқ гөшиңизни ортақлишиң, қериндишиңиз билән йеқинлишиң» темисида ишқа ашурулған қурбанлиқ қилиш паалийити даирисидә, буркина фасониң пайтәхти вагадугу вә бобо диолоссо, тенкодого, лео, битто, йатенга, врассан вә тита қатарлиқ шәһәрләрдә 3 миң 50 кала қурбанлиқ қилди.

түркийә  диний ишлар фонди җәмийити хадимлири билән пидаийлири,  125 миң аилигә қурбанлиқ гөши тарқитиш билән бир вақитта, балиларға шар, кәмпүт вә һәр хил совғатларни тәқдим қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر