кападокйани ийун ейида 382 миң сайаһәтчи зийарәт қилди

түркийәниң муһим сайаһәт районлириниң бири болған кападокйа 6-айда 381 миң 761 сайаһәтчини күтүвалди.

1852771
кападокйани ийун ейида 382 миң сайаһәтчи зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: нәвшәһир валий мәһкимисиниң билдүрүшичә, пәрибаҗалири, иссиқ һава шарлири, йәр асти шәһәрлири, таштин ойулған меһманханилири вә черкавлири билән алдинқи пиланға чиққан кападокйа районини ийун ейида 381 миң 761 сайаһәтчи зийарәт қилған.

музейлар арисида зәлвә харабиликлирини 102 миң 258 сайаһәтчи зийарәт қилған.

гөрәмә очуқ һава музейини 99 миң 737 сайаһәтчи, қаймақли йәр асти шәһирини 54 миң 247 сайаһәтчи зийарәт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر